20 Йил бурунқи хитай қатилни издәш ақсарай торбетидә аммиви һәрикәт қозғиди
Мушу айниң 3 - күни америкиниң ақсарай торбетидә, америкидики хитайлар тәрипидин бир мураҗәтнамә елан қилинди. Мураҗәтнамидә, хитайда буниңдин 20 йил бурун йүз бәргән бир қатиллиқ вәқәси баян қилинип, вәқәдики қатил гумандариниң нөвәттә америкида яшаватқанлиқи паш қилинди.
Мураҗәтнамидә обама һөкүмитидин мәзкур гумандар үстидин тәкшүрүш елип бериш вә америкидин һәйдәп чиқириш тәләп қилинди. Бу мураҗәтнамә америка җәмийитидә күчлүк диққәт вә һимайигә еришип, мураҗәтнамини қоллап имза қойғучиларниң сани 3 күн ичидә 110 миңдин ашқан.
Паш қилинишичә, 1995 - йили хитайниң чиңхуа университетиниң оқуғучиси җу лиң, үз ятиқида намәлум киши яки кишиләр тәрипидин зәһәрләп өлтүрүлгән. Ғоллуқ қатил гумандари сүн вей, хитай юқири әмәлдарлар қатлиминиң әвлади болғачқа, әйни чағда мәзкур дело сот тәрипидин нәтиҗисиз һалда йепиветилгән. Қатил гумандари сүн вей кейинки йилларда исмини өзгәртип һәм ялған той қилиш рәсмийити билән америкиға көчүп кәлгән.
Хитайчә б б с ниң бүгүн бу һәқтә бәргән хәвиридә баян қилинишичә, мураҗәтнамә көп санда кишиләрниң һимайисигә еришкәчкә, америка һөкүмити бу мураҗәтнамигә җаваб қайтуруши вә мәзкур қатил гумандари үстидин тәкшүрүш елип бериши мумкин.