Хитай сақчилири “террорлуқ гурупписи” ға четишлиқ 3 нәпәр уйғур гумандарни етип өлтүргәнликини билдүргән

Мухбиримиз қутлан
2017.01.09

Хитай сақчи тәрәп 8-январ күни кәчқурун хотәндә “террорлуқ гурупписи” ға четишлиқ 3 нәпәр гумандарни қоғлап тутуш җәрянида етип өлтүргәнликини билдүргән.

Тәңритағ тори билән хәлқ торида берилгән бу һәқтики қисқа хәвәрдә мундақ дейилгән: “2017-йили 1-айниң 8-күни кәч саәт сәккиздин ашқанда, хотән җамаәт хәвпсизлик оргини 2015-йили гума наһийәсидә йүз бәргән ‛22-апрел вәқәси‚ ни садир қилған террорлуқ шайкисидин үч нәпирини етип өлтүргән. Сақчилар қачқунни қоғлап тутуватқанда, улар зораванлиқ билән қаршилиқ көрсәткәчкә, нәқ мәйданда етип ташланған. Сақчилардин қаза қилғанлар вә яриланғанлар болмиған”.

Һалбуки, хитай һөкүмәт таратқулири мәзкур хәвәрдә тилға алған 2015-йилидики гума наһийәсидә йүз бәргән “22-апрел вәқәси” һазирғичә ташқи дуняға мәлум болмиған бир вәқә болуп, хитай тәрәп өз вақтида бу һәқтә һечқандақ хәвәр бәрмигән.

Хитай сақчи тәрәпниң 8-апрел күни хотәндә етип өлтүргән 3 нәпәр гумандарниң кимлики вә уларниң қандақ сәвәбләр билән 2015-йилида гумида йүз бәргән аталмиш “22-апрел вәқәси” гә четишлиқ икәнлики һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмәслики хәлқарадики җамаәтчиликниң гуманини қозғимақта. Көзәткүчиләр, мәзкур вәқә хитай даирилириниң уйғур елида иҗра қиливатқан алди билән гумандарларни нәқ мәйданда етип өлтүрүп, андин вәқә һәққидә изаһат бериш усулиниң бир мисалидур, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.