Америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң башлиқи хитайниң америкадики “сақчи понкитлири”ға һушяр болуш керәкликини билдүргән

Мухбиримиз җәвлан
2022.11.18

Руйтрес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң башлиқи кристофир врай (Cristopher Wray) 17-ноябир күни парламент әзалириға қилған сөзидә, “хитай һөкүмитиниң америка шәһәрлиридә қанунсиз ‛сақчи понкити‚ қуруп, америкаға тәсир көрситиш һәрикитини қанат яйдурушидин қаттиқ әндишә қиливатимиз. Мән бу понкитларни билимән вә уларға күчлүк диққәт қиливатимән. Әмма маңа көрә, хитай сақчилириниң дукан ечишқа урунуши кишини толиму ғәзәпләндүриду, бу қилмишлар әдлийә вә қанун иҗра қилиш даирисидин һалқип кәтти” дегән. Хитайниң вашингитондики баш әлчиханиси бу тоғрилиқ һечқандақ баһа бәрмигән.

Явропадики “қоғдиғучилар” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилати 9-айда доклат елан қилип, ню-йорк қатарлиқ дуняниң һәрқайси җайлиридики он нәччә шәһәрдә хитайниң “сақчи мулазимәт понкити” барлиқини ашкарилиғаниди.

Доклатта билдүрүлүшичә, бу понкитлар чәт әлдики бир қисим хитай пуқралири яки уларниң туғқанлириға бесим ишлитидикән; шундақла  хитайниң тәсир күчи вә тәшвиқатини чәт әлләргә тарқитишқа мәсул болған хитай бирликсәп бөлүминиң ишлириға маслишидикән. Кристофер  врайниң билдүрүшичә, америка хитай һөкүмитиниң хитай рәһбири ши җинпиңға қарши кишиләргә паракәндичилик селиш, уларниң изиға чүшүш, уларни назарәт қилиш вә уларға қара чаплаш қатарлиқ қилмишлирини әйблигән.

Бу йил өктәбирдә америка йәттә хитай пуқрасиниң бир америка пуқраси вә униң аилисини назарәт қилғанлиқи вә паракәндичилик салғанлиқи үчүн әйиблигән болуп, хитай һөкүмити уларниң ичидә бирсини хитайға қайтуруп кетишкә урунған. Хитай һөкүминиң америкада адәм тутушқа урунуши, америка қанун орунлири тәрипидин “түлкә һәрикити” дәп аталған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.