Хитай ширкәтлири уйғур нанлирини пакистанға екиспорт қилишни башлиған
Хитай ширкәтлири уйғур нанлирини пакистанға екиспорт қилишни башлиған. “хитай хәвәрләр тори” ниң хәвиридин мәлум болушичә, 7-өктәбир күнидин башлап “шинҗаң қәшқәр нәнда йеңи деһқанчилиқ чәклик ширкити” дәп атилидиған бир ширкәт тәрипидин ишләпчиқирилған бир түркүм нанлар қәшқәр вилайити ташқорған таҗик аптоном наһийәсидики чегра алмаштуруш сода райони арқилиқ пакистанға екиспорт қилинған.
Хәвәрдә бу нанларниң пакистанда алқишқа еришкәнлики, бундин кейин қәрәллик һалда сетилидиғанлиқи баян қилинған.
Хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян уйғур елида чоң көләмлик навайчилиқ завутлирини қуруп, уйғурларниң әнәниви йемәклик кәспий болған навайчилиқни монопол қилишни башлиған вә шәхсий навайханиларни чәкләп, чоң көләмлик навайчилиқ завутлири арқилиқ бир туташ тәминләшни йолға қойған иди.
Чәт әлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, бу аталмиш “шинҗаң қәшқәр нәнда йеңи деһқанчилиқ чәклик ширкити” му әнә шу хилдики нан завутлириниң бири болуп, хитай игидарчилиқидики бу завутларда ишләватқан уйғурлар хитай һөкүмитиниң йеңи қул әмгикиниң қурбанлири икән.