Америка хитайниң йәнә бир түркүм һалқилиқ ширкәтлирини “қара тизимлик” кә киргүзди

Мухбиримиз әркин
2020.12.18

Америка сода министирлиқи 18-декабир американиң “дөләт бихәтәрлики сәвәблик” хитайниң йәнә бир түркүм һалқилиқ технологийә ширкәтлирини “қара тизимлик” кә киргүзгән. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу қетим хитайниң “хәлқара йерим өткүзгүч ишләпчириш гуруһи” -SMIC, учқучисиз айрупилан ишләпчиқириш шеркити болған “шенҗин даҗаң йеңилиқ яритиш технологийә чәклик шеркити” -SZ DJI қатарлиқ 60 дин артуқ карханиси “қара тизимлик” кә киргүзүлгән.

Америка сода министирлиқи 18-декабир елан қилған баянатида, “бу һәрикәткә хитайниң һәрбий-хәлқ игиликини бирләштүрүш тәлимати, йерим өткүзгүч ишләпчириш гуруһи билән хитай һәрбий санаәт саһәсигә алақидар бәзи орунлар арисидики паалийәткә даир дәлилләр түрткә болғанлиқи” ни билдүргән. Ройтерс агентлиқиниң тәкитлишичә, “қара тизимлик” тики қалған ширкәтләр “кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә иштирак қилған, җәнубий деңизниң һәрбийләштүрүлүши, қанунсиз игиливелинишиға ярдәм бәргән, америка мәһсулатлирини хитай азадлиқ армийәсиниң һәрбий программисини қоллаш үчүн сетивалған американиң сода мәхпийәтликини оғрилиған шәхс вә орунлар” икән.

Америка сода министирлиқи илгириму хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға һәмкарлашқан дахуа, хәйкаң қатарлиқ хитай технологийә карханилирини “қара тизимлик” кә киргүзгән иди. Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, америка сода министири вилбур рос бу шеркәтләрниң “илғар америка техникисини ишлитип, күнсери әсәбийлишиватқан рәқибиниң армийә қурушиға ярдәм беришигә йол қоймайдиғанлиқи” ни билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.