Хитай һөкүмәт таратқулирида “террорлуққа қарши күрәш” тәшвиқати һелиһәм давамлашмақта

Мухбиримиз җәвлан
2022.06.14

Йеқинда “хитай хәвәрлири тори” да җаң ченяң исимлик бир хитай командирниң “террорчилар” билән җәң қилип, бармақлиридин айрилип қалғанлиқи һәққидә тәпсилий хәвәр берилгән.

Хәвәрдә ейтилишичә, җаң ченяң уйғур аптоном районлуқ җ х назарити алаһидә сақчи әтрити 5-тармақ әтритиниң йетәкчиси болуп, 2015-йили 5-айниң 25-күни җәнубтики мәлум җайда аталмиш “террорчиларни қоршап йоқитиш” оператсийәсидә, қарши тәрәпниң йәрлик усулда ясиған қол бомбисиниң зәрбисигә учрап, сол қолиниң бармақлири үзүлүп чүшкән икән.

Хәвәрдә мундақ баянлар учрайду: “2015-йил 5-айниң 25-күни шинҗаң сақчилири җәнубий шинҗаңда террорчиларни қоршап йоқитиш һәрикити елип беривататти. Террорчилар мәһәллиниң бир булуңиға йошурунивелип, сақчиларға партилиғуч етип, җаһиллиқ билән қаршилиқ көрситивататти. Бу ‛йәрлик бомба‚ ларниң зәрбиси анчә күчлүк болмисиму, сақчиларниң гөш билән қандин пүтүлгән бәдини униңға чидашлиқ берәлмәйтти, шуниң билән қоршап йоқитиш һәрикити вақтинчә тохтитилди. Җаң ченяң ахир сақчиларни башлап һуҗумға өтти, етилған партлиғучиларни тутувелип қайтуруп атти, әмма бирси қолида турупла партилап кәтти”.

Бу хәвәрдә тәшвиқ қилинишичә, җаң ченяң 2020-йил өзи тәләп қилип, тоқсун наһийәсигә берип алдинқи сәптә вәзипә иҗра қилған. У вәзипә иҗра қилиш җәрянида 2 милйондин көп машина, 1милйон 300 миң қетимдин артуқ адәмни қаттиқ тәкшүргән. 10 Нәпәр “җинайәт гумандари” ни тутқан.

Бу хәвәрдики учурлардин, уйғур районида йүз бәргән чоң-кичик қаршилиқ һәрикәтлириниң 2016-йилларғичә давам қилғанлиқи вә хелила кәскин болғанлиқини билгили болидикән. Хитай һөкүмити 2001-йилдин бери “терорлуқ” ни баһанә қилип, уйғурларни бастурушни күчәйткән болса, 2016-йилдин кейин уйғурларни асас қилған райондики мусулманларға “террорчи”, “диний ашқун” дегәндәк бир қатар қалпақларни кийдүрүп, кәң-көләмлик тутқунға тор салған. Қизиқарлиқи шуки, йеқиндин буян сиртқа қарита елип барған тәшивиқатлирида “5 йилдин буян районда террорлуқ һәрикити йүз берип бақмиди дегән” хитай, әмдиликтә “террорлуққа қарши күрәш қилиш” тәшвиқатини йәнә базарға салмақта. Хитай мәтбуатлириниң җаң ченяңни “терорлуққа қарши күрәш қәһримани” қилип сәһнигә елип чиқиши, әнә шу тәшвиқатниң бир мисали һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.