Хитайниң б д т дики әлчиси йәнә бир қетим уйғурларни қарилиди

Мухбиримиз әзиз
2020.02.25

Хитай һөкүмитиниң б д т ниң җәнвәдики шитабида турушлуқ әлчиси 25-феврал күни йәнә бир қетим хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши туриватқанлиқини тәкитләп: “биз уйғурларни сақал-бурут үчүн тутқун қилғинимиз йоқ, биз пәқәт террорлуқни йоқитиватимиз” деди.

Хитай мәркизий телевизийә истансисиниң хәвиридә ейтилишичә, чәтәл мухбирлири баш әлчи чен шүгә соал қоюп “уйғурларни немә үчүн ташқи көрүнүштә ғәйрийлик бар дәпла тутқун қилисиләр?” дәп сориғанда ашундақ җаваб бәргән. Мәлум болушичә, чәтәл мухбирлири йеқинда ашкара болған һөҗҗәтләрдики уйғурларниң тутқун қилиниш сәвәбигә мунасивәтлик учурларни асас қилип шундақ соал сориған икән. 

Йеқинда ашкара болған “қариқаш һөҗҗәтлири” диму бир қисим тутқунларниң һеҗапланғанлиқи вә сақал-бурут қойғанлиқи сәвәблик “диний әсәбий унсур” дәп қаралғанлиқ һәмдә лагерға соланғанлиқи мәлум болған иди. Америкидики мустәқил көзәткүчи илшат һәсән бу һәқтә пикир қилип “бу пәқәт хитай һөкүмитиниң ‛қуйруқ көрситип өпкә сетиш‚тәк кона усулиниң тәкрарлиниши, халас” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.