Хитай уйғур дияридики “ашқунлуқни түгитиш сиясити” ни яхши көрситишкә урунмақта

Мухбиримиз сада
2018.11.20

Хитай даирилири уйғур диярида йүргүзүватқан аталмиш “ашқунлуқни түгитиш сиясити” ниң районда “пайдилиқ әндизә” шәкилләндүридиғанлиқини билдүргән вә бу сиясәтниң гуәнтанамо тактикисидин рошән пәрқлиқ икәнликини баян қилған бир мақалә елан қилған.

Мунасивәтлик мақалә 20-ноябир хитайниң һөкүмәт мәтбуати- “йәршари вақти гезити” гә бесилған. Мәзкур мақалидә хитай һөкүмитиниң уйғур диярида йүргүзүватқан террорлуққа вә ашқунлуққа қарши туруштәк аталмиш “йәрлик аммиға пайдилиқ” сиясәтлириниң район тәрәққиятиға ойнайдиған роли тәпсилий тонуштурулған.

Мақалидә хитай иҗтимаий пәнләр академийәси чегра тарихи тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси шү җийәнйиңниң районниң вәзийити һәққидә “йәршари вақти” гезитигә қилған сөзлири нәқил елинған. Униң дейишичә, уйғур дияридики йәрлик милләтләр ашқунлуқниң тәсиригә учрап кәткәнликтин, заманиви турмуш усулини рәт қилған икән.

Мақалидә йәнә һөкүмәт аталмиш “кәспий техника тәрбийәләш мәктипи” ни тәсис қилиш арқилиқ уйғур районидики намратлиқни түгитиш үчүнму һәссиләп “күч” чиқириватқанлиқи баян қилинған. Шу җийәнйиң бу һәқтә пикир баян қилип, ашқунлуқ вә намратлиқни түгитиш хизмитиниң интайин муһим вә вақитчанлиқи барлиқини билдүргән.

Бейҗиңда турушлуқ аталмиш террорлуққа қарши туруш мутәхәссиси ли вей мақалә апториға қилған сөзлиридин мәлум болушичә, ғәрбтики нурғун дөләтләр террор һуҗуминиң тәсиригә учрап кәлгән болсиму, лекин уларда бундақ вәқәләрниң алдини алидиған үнүмлүк бир тәдбир кәмчил икән. Бу нуқтида хитайниң тиришчанлиқлири интайин “мукәммәл” икән.

Хитайниң 1 милйондин артуқ уйғур қатарлиқ мусулман хәлқләрни “тәрбийәләш лагерлири” ға қамиғанлиқи һәр хил мәнбәләр тәрипидин дәлилләнгәндин кейин, хитай өткән йилдин бери йошуруп келиватқан мәзмун бастуруш сиясәтлирини һәрхил чариләрни ишқа селип пәрдазлап көрситишкә башлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.