Хитайниң йиғин тәшвиқати көзәткүчиләрниң тәнқидигә учриди
2018.01.06
Хитай компартийисиниң 19-нөвәтлик қурултийи ечилғиниға 3 айға йеқин болған болсиму, уйғур елидә мәзкур қурултайниң роһини йәткүзүш юқири авазлиқ яңратқулар билән һелиһәм давам қиливатқан болуп, бу көзәткүчиләрниң тәнқидигә учриди.
Хитайдин чиқидиған “йәршари вақит гезити” ниң хәвәр қилишичә, йиғин роһини яңратқулар билән йәткүзүш системиси уйғур елиниң җәнуб-шимали, һәтта үрүмчи шәһиригиму омумлашқан.
Хәвәрдә атушниң ақту наһийисидики шундақ бир системидин мисла қилип көрситишичә, бу наһийә йиғин ахирлашқандин бери йиғин хәвәрлирини юқири авазлиқ симлиқ радио арқилиқ һәр күни үзүлдүрмәй қайта-қайта аңлитип кәлмәктә икән.
Хитай компартийисиниң 19-қурултийи өткән йили 18-өктәбирдин 24-өктәбиргичә бейҗиңда ечилған иди.
Хәвәргә қариғанда, бу хил аңлитиш усули алтай вилайитиниң һәр қайси йеза-қишлақлиридин үрүмчи шәһири әтрапидики наһийә-йезиларғичә омумлашқан.
Бу һәқтә тохталған америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән миңлиған уйғур қанунсиз тутуп тутуш орунлириға бәнд қилинған бундақ бир шараитта, хитайниң адәмни бизар қилидиған бундақ бир тәшвиқат усули билән һәргизму уйғурларниң көңлини уталмайдиғанлиқи билдүрди.
У, хитай даирилирини уйғурларни қуруқ шоарлар билән алдашниң орниға аталмиш қайта тәрбийиләш мәркәзлиридә айлардин бери мәҗбурий тутуп турулуватқан уйғурларни дәрһал қоюп беришкә чақирди.
Илшат һәсәнниң илгири сүрүшичә йәнә, чен чуәнго 2016-йили авғусттин буян, уйғур елидики тәқиб вә бастуруш сияситини мисли көрүлмигән дәриҗидә күчәйткән һәмдә наһийә-наһийәләрдә тутуп туруш орунлирини тәсис қилип, миңлиған бигунаһ уйғурни қамивалған.
Уйғур ели вәзийити һәққидә тохталған башқа мутәхәссисләрму уйғур елиниң нөвәттә бир “мукәммәл сақчи дөлити” гә айландурулғанлиқини билдүрүшкән иди.