“хитайниң америкиниң явропа вә асия-тенч окян районидики шериклири билән болған мунасивити” намлиқ гуваһлиқ бериш йиғини чақирилди

Мухбиримиз ирадә
2018.04.05

Пәйшәнбә күни, америка дөләт мәҗлисидә “хитайниң америкиниң явропа вә асия-тинч окян районидики шериклири билән болған мунасивити” намлиқ бир гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди.

Бу йиғинға америкидики нопузлуқ истратегийә тәтқиқат орунлириниң тәтқиқатчилири қатнашқан. Улар йиғинда америка дөләт мәҗлиси әзалириға хитайниң хәлқарадики сиясий тәсирини ашурушқа урунуш һәрикити вә буниң америкиға елип келидиған сәлбий тәсирлири һәққидә мәлумат бәргән.

Йиғинда сөз қилған тәтқиқатчилар, хитайниң нөвәттә өзиниң йеқин чегралиридин һалқип өтүп, явропа дөләтлири вә асия-тинч окян райониға қаратқан сиясий тәсирини ашурушқа һәдәп урунуватқанлиқи, явропадики нурғун кичик дөләтләрни өзиниң иқтисадий күчи арқилиқ тәсир даирисигә елип, уларни өзиниң сиясий мәқсәтлири үчүн ишқа селиватқанлиқи, асия-тинч окян районидики һәрбий һәрикәтлириниң күчәйгәнлики қатарлиқ бир қатар мәсилиләрни оттуриға қоюп өткән.

Америка дөләт мәҗлисиниң әзаси талент, бейҗиң һөкүмитиниң пиланлиқ вә системилиқ һалда явропа вә асия-тинч окян районида америкиниң мәнпәәтлирини вә америкиниң башламчилиқ ролини пәйдин-пәй әмәлдин қалдурушқа урунғанлиқини әскәрткән вә америкиниң буниңға қарита бир тәдбир елиши керәкликини билдүргән.

Гуваһлиқ бериш йиғинида һәрқайси саһәләрдики тәтқиқатчилар хитайниң явропа дөләтлири билән болған алақиси вә явропаниң инкаси, хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” истратегийәси, иқтисадий мунасивәтләр, тәйвән мәсилиси, кишилик һоқуқ қатарлиқ бир қатар темилар бойичә доклат берип өткән.

Доклат бәргүчи мутәхәссисләр, америка брукиң институти, хәлқара истратегийәлик тәтқиқатлар мәркизи, хәлқара тәйвән институти, америка дөләтлик демократийәни илгири сүрүш фонди, “дипломат” журнили вә җеймис тавн фонди қатарлиқ органлардин кәлгән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.