Дуня уйғур қурултийи: “хитайниң түрмиләрни кәң көләмлик кеңәйтиши уйғур тутқунлар билән мунасивәтлик”
2019.03.27
Хитай һөкүмитиниң ичкири өлкиләрдики түрмиләрни кәң көләмлик кеңәйтиватқанлиқиниң уйғур тутқунлар билән мунасивәтлик икәнлики илгири сүрүлди. Йеқинда, хитай һөкүмитиниң 2017-йили башланған уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитидә тутқун қилинған бир қисим уйғурларниң ичкири өлкиләрдики түрмиләргә йөткигәнлики ашкариланған иди. Радийомиз хитай бөлүминиң игилишичә, хитай һөкүмити 2018-йилдин башлап ичкири өлкиләрдики бәзи түрмиләрни кәң көләмлик кеңәйтип қурған. Хәвәрдә, һазирға қәдәр 34 түрминиң кеңәйтип қурулғанлиқи, лекин бу кеңәйтип қурулған түрмиләрниң һәммисини өз ичигә алмайдиғанлиқини билдүргән. Кеңәйтип қурулған бу түрмиләр хунәндики шавяң түрмиси, йоңҗу түрмиси, гуйҗудики шиңйи түрмиси, хенәндики лояң вә хейлоңҗяңдики харбин түрмилирини өз ичигә алидикән. Шу мунасивәт билән радийомиз хитай бөлүминиң мухбири йоңҗу түрмисигә телефон қилип, уйғур вә қазақ тутқунлириниң хунәндики түрмиләргә йөткәп келингәнликини сориған болсиму, лекин түрмә хадими “мениң түрмидин айрилғинимға бир қанчә ай болди, бу иш маңа ениқ әмәс” җаваб бәргән.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, түрмиләрниң кәң кеңәйтилиши уйғур тутқунлар билән мунасивәтлик икән. У 26-март күни хитай бөлүминиң мухбириға, “хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа түрки милләтләрни зор түркүмләп қайта-тәрбийәләш лагерлириға қанунсиз қамиғачқа бу орунлар адәм билән тошуп кәтти. Шуниңдәк йәнә хәлқара җәмийәтниң қаттиқ бесимиға учримақта. Шуңа, у тутқунларни пиланлиқ түрдә ичкири өлкиләргә йөткимәктә” дегән. Йеқинда радийомиз уйғур тутқунлириниң хейлоңҗяң, ички моңғул, шәнши, гәнсу қатарлиқ өлкиләрдики түрмиләргә йөткәп апирилғанлиқини дәлиллигән иди.