Хитайниң хенәндики икки түрмигә 2 миңдин артуқ уйғурни йөткигәнлики илгири сүрүлди

Мухбиримиз әркин
2019.07.22

Чәтәлләрдики бәзи таратқуларда хитай даирилириниң хенән өлкисигә 2 миңдин артуқ уйғур тутқунни мәхпий йөткәп апарғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Хәвәрдә баян қилинишичә, вәқәгә алақидар бир қанчә учур мәнбәси тутқунларниң хенәндики икки түрмигә орунлаштурулғанлиқи, уларниң башқа мәһбуслардин айрим вә ялғуз солинидиғанлиқи шундақла уларниң пат-пат таяқ йәйдиғанлиқини билдүргән.

Италийәдики “зимистан” намлиқ тор бекитиниң 21‏-июл ашкарилишичә, уйғурлар йөткәп келингән түрмиләрниң биридики бир учур мәнбәси “уйғур тутқунларниң түрминиң әң хәвплик райониға солинип, қол-путлириниң 24 саәт кишәнләп қоюлидиғанлиқи” ни билдүргән. Мәзкур учур мәнбәси йәнә гундипайларниң итаәтсизлик қилған һәрқандақ тутқунни етип ташлаш һоқуқи барлиқини билдүрүп, “бу уйғурлар сотланмай, һөкүмгә буйрулмай, мәһкум қилинмай пүтүн өмрини түрмидә өткүзиду. Улар түрмидә өлүмгә тәрк етилди,” дегән.

Йәнә бир учур мәнбәсиниң билдүрүшичә, уйғур тутқунлар йөткәп келиништин бурун бу түрмиләрниң қаидә-түзүми вә униңдики әслиһәләр өзгәртилип, түрмә хадимлириниң сани көпәйтилгән, уларға алаһидә тәрбийә елип берилған. Лекин хәвәрдә бу уйғурларниң хенәндики қайси түрмиләргә йөткәлгәнлики тилға елинмиған.

“зимистан” ториниң илгири сүрүшичә, даириләр бу түрмиләрдә уйғур тутқунларниң барлиқини қаттиқ мәхпий тутмақта икән. Радийомиз өткән йили хитай һөкүмитиниң үрүмчидин хитай өлкилиригә қатнайдиған бир қисим пойиз қатнишини тохтитип, лагер вә түрмиләрдики уйғур тутқунларни гәнсу, ички моңғул, хейлоңҗаң, шәнши, сичүән қатарлиқ өлкә, аптоном районларға мәхпий йөткигәнликини ашкарилиған иди. Һәтта бәзи түрмә даирилири уйғур тутқунлириниң йөткәп келингәнликиниму дәлиллигән иди.

“зимистан” ториниң хәвиридә қәйт қилинишичә, хитайниң уйғур районида 3 милйондәк уйғурни тутқун қилиши билән райондики лагер вә түрмиләр тошуп кәткән. Хәвәрдә уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики дуняниң тәнқиди вә әндишисини күчәйтивәткәнлики, хитай компартийәсиниң бир қисим уйғурларни хитай өлкиләргә йөткәш арқилиқ өзиниң җинайитини йошурушқа урунуватқанлиқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.