“омикрон” вариянти бейҗиңға тарқалған
2022.01.18
Хитайниң сиясий, иқтисад вә пән-техника мәркизи болған бейҗиң шәһри таҗисиман вирусиниң “омикрон” вариянтиниң тарқилиши билән пат-парақчилиққа чүшүп қалған.
“блумберг хәвәрлири” ниң 17-январдики хәвиридә ейтилишичә, омикрон вариянти нөвәттә бейҗиң, шаңхәй, шенҗен қатарлиқ шәһәрләрдә байқалған. Хитайниң чаған байрими йеқинлап келиватқан, шуниңдәк бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға үч һәптә қалған бир пәйттә, йеңи вирусниң тарқилиши нөвәттә хитай даирилири үчүн бир йеңи баш ағриқи болмақта икән. Гәрчә һазир юқумдарларниң сани он нәччә болуп, бу санни бәк көп дегили болмисиму, әмма илгирики юқумниң балайи-апәтлирини унтумиған кишиләр үчүн бу һал йәнила бир зор қорқунчтин дерәк бәрмәктә икән. Һөкүмәт даирилириму олимпик мусабиқисиниң белити авамға сетилмайдиғанлиқи, пәқәт һөкүмәт тәшкиллигән өмәкләрниң мусабиқә көрүшигә болидиғанлиқини уқтурған.
Хитай һөкүмити һазирму бу вирусниң “мәнбәси” ни сирттин издәватқан болуп, бейҗиң шәһәрлик сәһийә идарисидин паң шиңху бу һәқтә мухбирларға сөз қилип: “тунҗи бимар чәт әлдин посулка тапшуривалғандин кейин юқумлинип қалған” дегән. Әмма вирусниң кейинки ямриши һәққидә түрлүк тәхминләр оттуриға чиқиватқанлиқтин нөвәттә бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң қандақ болуши һәққидә түрлүк пикирләр тарқалмақта икән.