Сабиқ хитай командири японийәгә агаһландуруш бәргән
2013.11.06
Японийә баш вәзири японийә һава тәвәликигә рухсәтсиз киргән һәрқандақ айропиланларни етип чүшүрүш буйруқи бәргәндин кейин, сабиқ хитай командири обзор елан қилип, әгәр шундақ болса уруш партлайдиғанлиқи һәққидә агаһландуруш бәргән.
Японийә баш вәзири шинзо абе бу йил 26-өктәбир һава армийә қисимлириға әгәр японийә һава тәвәликигә рухсәтсиз кирип, агаһландурушларға пәрва қилмиған учқучисиз айропиланлар қатарлиқларни етип чүшүрүш буйруқи бәргән.
Нәнҗиң һәрбий районидин пенсийигә чиққан командир ваң хоңгуаң 6-ноябир “йәршари вақит гезити” дә елан қилған обзорида әгәр шундақ болса хитайниңму һәрбий инкас қайтуридиғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: японийә айропиланлириға һуҗум қилиш японийәгә қайтурулған әң кичик дәриҗидики инкас тур.
Ваң хоңгуаң йәнә японийә баш вәзири шинзо абени роһий җәһәттин тәйяр болушқа чақирған.
Сенкаку арили нөвәттә японийәниң контроллуқида болуп, хитайлар буни “дявйү арили” дәп атайду.
Бу йил сентәбирдә мәзкур арал тәвәликидә игиси ениқ болмиған учқучисиз айропиланлар байқалғандин кейин, японийә тәрәп күрәшчи айропиланларни ишқа селип инкас қайтурған.
Сенкаку мәсилиси японийә-хитай дипломатийисидики назук вә кәскин темиларниң бири болуп кәлмәктә.