Кишилик һоқуқ тәшкилатлири президент трампни хитай кишилик һоқуқ вәзийитигә диққәт қилишқа чақирди

Мухбиримиз әркин
2017.04.07

6‏-Апрел, бир қанчә кишилик һоқуқ тәшкилати ортақ мәктуп елан қилип, америка президенти доналд трампни хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшкәндә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирди.

Америка қәләмкәшләр мәркизи, хәлқара һөр тибәт һәрикити, америка уйғур бирләшмиси, пуқралар күчи қатарлиқ тәшкилатлар елан қилған мәктупта, хитайниң диний вә пикир әркинлики, уйғур, тибәт вә охшимиған пикирдики өктичиләрни бастуруватқанлиқини илгири сүрүп, бу учришишта “биз президентниң бизниң әндишә вә тәвсийәлиримизни оттуриға қоюп, сөһбәт җәрянида хәлқара өлчәмләрдики асасий кишилик һоқуқни қоғдаш мәсулийитини ашкара ипадиләшкә чақиримиз” дегән.

Президент трамп пәйшәнбә күни хитай рәиси ши җинпиңни флорида штатида күтүвалған. юқириқи тәшкилатларниң мәзкур ортақ мәктупи дәл хитай рәиси ши җинпиң флоридаға йетип кәлгән күни елан қилинған.

Улар ортақ мәктупида, ипадә әркинликиниң бастурулуши әндишә қозғаватқан һалқилиқ мәсилиләрниң бири икәнликини әскәртип, “йеқиндин буянқи бастурушлар ноқул бейҗиңда йүз берип қалмай, башқа нурғун өлкиләрдә вә деңиз бойидики районларда, тибәт, шинҗаң, ички моңғул қатарлиқ аптоном район вә хоңкоңда йүз бәрди” дегән.

Әркин тибәт оқуғучилар һәрикити намлиқ тибәт тәшкилатиниң америка н телевизийә қанили н б с ға билдүрүшичә, улар мәзкур мәктупни пәйшәнбә күни ақсарайға тапшурмақчи болған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.