Җеҗяңниң венлиң шәһиридә бир түркүм дохтурлар наразилиқ намайиши өткүзди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.10.28

Җеҗяң өлкисиниң венлиң шәһиридә бүгүн бир түркүм дохтурлар наразилиқ намайиши өткүзгән. Шәһәрлик 1-дохтурхана алдиға топланған йүзләрчә дохтур, һөкүмәт вә дохтурхана мәсуллириниң дохтурларниң бихәтәрликини қоғдишини тәләп қилған.

Мәлум болушичә, бу намайишқа, җүмә күни бир бимарниң 3 нәпәр дохтурни пичақ тиқип өлтүрүши сәвәб болған. Бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә йәнә баян қилинишичә, мәзкур дохтурханида даваланған бир бимар оператсийә қилинғандин кейин саламәтлик әһвалида яхшилиниш болмиған; у дохтурханиға қайта барғинида дохтурларниң униң билән кари болмиған. Нәтиҗидә, бимар мәзкур вәқәни пәйда қилған.

Бирләшмә агентлиқиниң зияритини қобул қилған бейҗиң университетиниң сәһийә мутәхәссиси лю җитоң, хитайниң сәһийә системисида мәсилә барлиқини ейтқан. У хитайниң нөвәттики сәһийә системисида инсаний әхлақ вә мәсулийәт тәрипидин көпрәк, тиҗарий тәрипигә әһмийәт берилгәнликини тилға елип, “давалашта пул асасий мәқсәт болғачқа, бимарлар дохтурларға ишәнмәйду”дегән. Мәлум болушичә, хитайда бимарларниң дохтурларға һуҗум қилиши мушуниң билән йеқинқи бир ай ичидә 3-қетим йүз беришидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.