Фирансийә билән австралийә хитайни хәлқара низамлар бойичә һәрикәт қилишқа чақирди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.05.02

Австралийәдә 3 күнлүк зиярәттә болуватқан фирансийә президенти макрун хитайниң тәрәққиятини қоллайдиғанлиқини, әмма хитайниң өз тәрәққиятини хәлқара қанун-низамлар даирисидә давамлаштуруши керәкликини тәкитлигән.

У йәниму илгирилигән һалда пикир баян қилип, хитайниң һинди окян билән тинч окянда йеганә монополлуқ хиялида болмаслиқи керәкликини әскәрткән.

Бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, макрон юқириқи сөзләрни бүгүн, йәни чаршәнбә күни сиднейда австралийә баш министири тарнбул билән өткүзгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида оттуриға қойған. Хәвәрдә дейилишичә, мухбирларниң хитай һәққидики соалиға австралийә баш министири турнбулму тәшәббускарлиқ билән җаваб бәргән. У мундақ дегән: “биз хитайниң мәбләғ селишини қарши алимиз, әмма униң хәлқара қанун вә низамлар бойичә иш тутушидиму давамлиқ чиң туримиз.”

Һәр икки дөләт рәһбири районда күч тәңпуңлуқиниң сақлинишиниң муһим икәнликини тәкитлигән. Мәлум болушичә, макрон юқириқи сөзлирини фирансийәниң тинч окяндики территорийәси болған йеңи калидонийәгә сәпәр қилишниң алдида баян қилған. Униң алдида хәлқара хәвәрләрдә хитайниң йеңи калидонийәгә йеқин болған ванату арилида һәрбий база қурмақчи болғанлиқи һәққидә учурлар тарқалған, әмма хитай буни рәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.