Хитай һөкүмити уйғур елида “дөләт ортақ тили” да оқутушни омумумиййүзлүк ишқа ашуруп болған
Хитай һөкүмити 2017-йилидин башлап уйғур тилини уйғур елидики мәктәпләрдә чәклигәндин буянқи бәш йил ичидә “дөләт ортақ тили” намидики хитай тилида оқутушни омумиййүзлүк ишқа ашуруп болғанлиқини билдүргән.
“шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, 2021-йили райондики мәктәпләрдә аталмиш “дөләт тил-йезиқи” да оқутушниң толуқ қаплиниши ишқа ашурулған. Лекин көзәткүчиләрниң ейтишичә, қисқиғинә бәш йил ичидә уйғур тилида оқутушни бикар қилип, униң орниға хитай тилида оқутушни нормал йоллар билән толуқ ишқа ашуруш мумкин әмәс икән.
Көзәткүчиләр, бундақ җиддий өзгиришниң пәвқуладдә радикал тәдбирләрни тәләп қилидиғанлиқи вә буниң мәктәп йешидики балиларниң маарап сапаси вә нормал өсүп йетилишигә болған яман тәсиридин әндишә қилидиғанлиқини билдүрмәктә. “шинҗаң гезити” ниң хәвиридә ейтилишичә, 2021-йили уйғур елидики мәктәп йешидики балилар вә өсмүрләрниң аталмиш “дөләт ортақ тил-йезиқи” билән оқутулуш нисбити пүтүн район миқясида толуқ қаплинип болған.
Райондики оқуш йешиға тошмиған балиларниң йәслигә кириш нисбити 98. 19 Пирсәнт, тоққуз йиллиқ мәҗбурий маарип нисбити 95. 69 Пирсәнт, толуқ оттура мәктәпләргә кириш нисбити 98. 87 Пирсәнткә йәткән. Хитай һөкүмити 2017-йили 9-айдин башлап уйғур райондики оттура-башғланғуч мәктәпләрдә уйғур тилида оқутушни бирдәк бикар қилип, ичкири хитай өлкилиридин көпләп хитай оқутқучиларни қобул қилишқа башлиған иди.
“шиҗаң гезити” ниң хәвиридә “шиҗаңдики һәр милләт яш-өсмүрлириниң маарип һоқуқиға һәқиқий капаләтлик қилинғанлиқи” тәкитләнгән. Көзәткүчиләр, хитайниң б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет бу һәптә уйғур елида зиярәттә болидиған бир вақитта, “шиҗаңдики һәр милләт яш-өсмүрлириниң маарип һоқуқиға һәқиқий капаләтлик қилинғанлиқи” ни тәкитлишиниң тасадипийлиқ әмәсликини билдүрмәктә.