Москва бейҗиңниң оттура асияни “хитайлаштуруши” дин әнсиримәктә
2020.11.18
Җемистовн фондиниң 18-ноябир “явро-асия күндилик назарәтчиси” сәһиписидә елан қилған мақалисидә, бейҗиңниң “юмшақ күч” ишлитип оттура асия вә җәнубий кавказ дөләтлиридики мәдәнийәтни “хитайлаштуруватқанлиқи” ни илгири сүргән.
Мақалидә, русийә һөкүмитиниң йеқинқи он йилдин буян хитайниң оттура асиядики иқтисадий вә һәрбий тәрәққиятиға изчил диққәт келип келиватқанлиқи тәкитләнгән. Русийә өзиниң аҗизлиқини көздә тутуп, хитайниң ғәрбкә қарши туруш һәрикитини қоллиған.
Әмма москва хитайниң явро-асиядики һәрикитиниң росийәгә қарита тәһдиткә айлиниватқанлиқи тоғрисида агаһландурған. Улар мундақ дәп қариған: “бейҗиңниң ‛бир бәлвағ, бир йол‚ программисиниң районда кеңийип кетишигә қарши туруши керәк.”
Росийәдики тәтқиқатчилар кәлгүсидә һәр қандақ бир районда тәсир күчни сақлап қилишта сода яки һәрбий һәрикәттин башқа, мәдәнийәт техиму муһим орунға өтиду, дәп қарашмақтикән.