Б д т кишилик һоқуқ комитети хитайни "гепи билән әмәлийити бир әмәс" дәп тәнқид қилди
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитетиниң башлиқи заид раад ал-һүсәйини хитайни кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә әйиблиди. "явропа хәвәрләр тори" ниң хәвиригә қариғанда, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң башлиқи заид чаршәнбә күни дунядики һәрқайси дөләтләрниң йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә кишилик һоқуқ кеңишигә доклат бәргән. У йиллиқ доклатида хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини әйибләп, "хитайдики вәзийәт униң бәргән вәдилириниң әксичә болмақта" дегән. У, хитайда әң әқәллий кишилик һоқуқларниңму капаләткә игә қилинмайватқанлиқини тәкитлигән.
У сөзидә йәнә мундақ дегән: "бизниң ишханимиз давамлиқ һалда хитайдики кишилик һоқуқ қоғдиғучилири, адвокатлар, тибәтләр вә уйғурларниң хитай даирилири тәрипидин халиғанчә тутқун қилиниш, мәҗбурий ғайиб қиливетилиш яки еғир дәриҗидики кәмситишкә учраватқанлиқиға алақидар җиддий әрзләрни тапшуруп еливатимиз."
Заид әпәнди сөзидә йәнә хитайдики иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт тәңсизликлири һәм шундақла чириклик, йәр тартивелиш вә миллий мәдәнийәт изналириниң бузғунчилиққа учриши қатарлиқларниму тилға елип өткән. У мундақ дегән: "хитай рәиси ши җинпиң бир қетимлиқ сөзидә хәлқни мәркәз қилған вә һәммә кишигә елип келидиған бир ортақ келәчәк қуруп чиқиш һәққидә сөз қилған иди. Әпсуски, хитайниң хәлқараға қилған бу сөзи хитай ичидә өз әксини тапқандәк әмәс," дегән.