Хоңкоң университет оқуғучилири университет даирилириниң пикир әркинлики чәклимисини тәнқид қилди

Мухбиримиз ирадә
2017.09.07

Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хоңкоңдики хитай университети оқуғучилири университет даирилириниң пикир әркинликини чәклигәнликини илгири сүрүп наразилиқ билдүргән.

Дүшәнбә күни, университет ичигә намәлум бирлири тәрипидин “хоңкоң мустәқиллиқи” дегән хәт йезилған бир парчә йоған тәшвиқат қәғизи есип қоюлған әмма бу қәғәз узун өтмәйла университет даирилири тәрипидин еливетилгән.

Арқидин сәйшәнбә күни, университет оқуғучи ишлири ишханиси оқуғучилар уюшмисиниң фейисбуктики сәһиписи арқилиқ оқуғучиларни агаһландуруп, мустәқилчи көз қарашларниң хоңкоң қанунлириға хилаплиқини вә юқиридикидәк “уйғун болмиған” нәрсиләрниң дәрһал елип ташлинидиғанлиқини билдүргән.

Вәқә, хоңкоңлуқ оқуғучилар арисида хоңкоңда бейҗиң һөкүмитиниң тәсириниң күчийиши һәққидики әндишиләрни техиму күчәйтивәткән.

Оқуғучилар уюшмиси буниңға қарши елан қилған баянатида хоңкоң асасий қанунида пикир әркинлики мәвҗутлуқини әскәртип туруп, мәктәпниң бу һәрикитидин қаттиқ әпсусланғанлиқини билдүргән.

Улар баянатида йәнә, хоңкоң хитай университети оқуғучилар уюшмисиниң мәктәп ичидә пикир әркинликини вә аптономийәни капаләткә игә қилиш үчүн пүтүн күчи билән тиришидиғанлиқини әскәрткән.

Хоңкоңдики маарип университети оқуғучилар уюшмисиму баянат елан қилип, хоңкоң хитай университетиниң һәрикитини тәнқид қилған.

Әмма шуниң билән биргә, пәйшәнбә күни кимликини ашкарилимиған бир оқуғучи хоңкоң мустәқиллиқиға қарши бир тәшвиқат вариқини есип, хоңкоң дегән хитайниң айрилмас бир қисми, дәп варқириған.

Хоңкоңдики университет оқуғучилири 2014-башлиған “күнлүк һәрикити” мәғлуп қилинғандин кейин, нөвәттә хоңкоңдики университетларниң тиркишиш мәркизи болуп қалғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.