Хотәнниң гума наһийисидә төт кадир җазаланди

Мухбиримиз үмидвар
2016.11.27


Хотән вилайитидә бир қисим рәһбири кадирлар чириклик қилмиши түпәйлидин җазаланди. Тәңри тағ ториниң хәвәр қилишичә, бу қетимқи тәкшүрүп җазалаш хотәнниң гума наһийисигә қаритилған болуп, җазаланғанлар икки хитай кадир вә икки уйғур кадирдин тәркип тапқан.

Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети бу төт кишиниң исми вә қилмишлири һәққидә мәлумат тарқатқан болуп, уларниң үч нәпири гума наһийиси көктерәк йезисиниң коммунистик партийә каттивашлири болуп, көктерәк йезилиқ партийә комитети секритари яң җүнфеңниң қолға кәлтүргән парихорлуқ соммиси бәш милйон 700 миң сом, көктерәк йеза башлиқи вә партком муавин секритари әркин махмутниң парихорлуққа мунасивәтлик еришкән соммиси бәш милйон 500 миң сом болған. Булар гума наһийисидә қаттиқ йәр тәврәш һадисиси йүбәргәндин кейин һөкүмәтниң йәр тәврәштин мудапиәлиниш үчүн пуқраларға өй селип бериш пилани бойичә тәминлигән малийә чиқимлирини қақти-соқти қилған вә бу җайдики пахта үчүн һөкүмәт тәминлигән толуқлима пуллардин 460 миң сомни алдап еливалған.

Лекин, көктерәк йезисида җазаланған йәнә бир уйғур кәнт рәһбири мәмәт мәхмутқа яң җүнфең вә әрки махмуттин пәрқлиқ җинайәт артилған болуп, мәмәт махмут: “бөлгүнчиликкә қарши күрәштики икки йүзлүк адәм, у зораванлиқ террорлуқ паалийәтлирини қоллиған, зораван террорчи унсурларға йол қоюп кәңчиллик қилған” дәп әйибләнгән. Демәк, униң җазалиниши сиясий түс алған.

Яң җүнфең вә әркин махмут партийидин қоғлап чиқирилған вә вәзиписидин қалдурулған, мәмәт махмутму партийисидин қоғлап чиқирилған вә бу үч киши әдлийә органлириниң бир тәрәп қилишиға тапшуруп берилгән.

Җазаға учриғанлар ичидә гума наһийилик маарип идарисиниң башлиқи доң чаңбинға йеникрәк җаза берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.