“христиан илмий рисалиси” гезити холливодниң хитайниң уйғурларни дәпсәндә қилишиға көз юмғанлиқини тәнқид қилди

Мухбиримиз әркин
2020.11.20

Америкадки “христиан илмий рисалиси” гезити мақалә елан қилип, холливодниң хитайниң уйғурларни дәпсәндә қилишиға көз юмғанлиқини тәнқид қилған. “холливод немә үчүн хитайниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишиға көз юмиду?” мавзулуқ мақалидә, холливодниң бу һәрикитигә тамашибинларниң қанчилик йол қойидиғанлиқи вә әхлақ мәсилисиниң тамашибинлар үчүн қанчилик муһим икәнлики синаққа дуч кәлгәнлики тәкитләнгән.

Мақалидә тәкитлинишичә, диснейниң “мулән” филимидики баш ролни алған лю йифей хоңкоң сақчилириниң намайишчиларни бастурушини қоллиған шуниңдәк “мулән” филими аз дегәндә “бир милйон уйғур вә қазақ ‛қайта тәрбийәләш лагерлири‚ға қамалған шинҗаңда сүрәткә елинған” болуп, “буниң дисней ширкити муштирлирида әхлақий делиғуллуқ яритиши мумкин” икән. Мақалидә, тамашибинларниң 4-декабир қоюлидиған “мулән” филимини артуқ һәқ төлимәй көрәләйдиғанлиқи, лекин дисней тамашибинларниң бу талаш-тартишларни унтуп кетишини үмид қилидиғанлиқи тәкитләнгән.

Мақалидә қәйт қилинишичә, холливодниң дуняда иҗтимаий мәсилиләргә тәсир қилиш җәһәттики юмшақ күчи зор болсиму, бирақ хитайға кәлгәндә сүкүттә туруп кәлмәктикән. Мақалидә, һазир хитайниң дунядики әң чоң кино базириға айлиниватқанлиқи, холливодниң бейҗиң билән зич һәмкарлишип, униң сензор тәләплирини қобул қилип кәлгәнлики билдүрүлгән. Мақалидә тәкитлинишичә, истемалчилар холливодни хитайға қарши сөзләшкә мәҗбурлиялмисиму, лекин уларниң мәсилисини тонуп йетиши бейҗиңниң күнтәртипидә шәкилләнгән холливод мәһсулатлирини сетивелишта әхлақий мәҗбурийәтни ойлишиға түрткә болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.