Японийә хуавей вә җоңшиң ширкәтлириниң мәһсулатлирини һөкүмәт органлирида ишлитишни чәклигән

Мухбиримиз әркин
2018.12.10

Японийә һөкүмити дүшәнбә күни һөкүмәт тармақлириға буйруқ чүшүрүп, хитайниң хуавей вә җоңшиң қатарлиқ технологийә ширкәтлири билән сода тохтами түзүшни вә уларниң мәһсулатлирини ишлитишини чәклигән.

“вашингтон почтиси” ниң илгири сүрүшичә, бу хитайниң хуавей ширкитигә нисбәтән йәнә бир қетимлиқ зор оңушсизлиқ һесаблинидикән. Канада 2‏-декабир күни америка һөкүмитиниң тәлипигә бинаән хуавей ширкитиниң баш боғалтири вә муавин баш мудири миң вәнҗони қолға алған. Миң вәнҗо америкиниң иранға йүргүзгән ембаргосиға хилаплиқ қилиш билән әйибләнгән иди.

Японийә “никкей гезити” ниң хәвәр қилишичә, японийә һөкүмити сәзгүр учурларниң паш болуп кетишидин сақлиниш үчүн юқириқи қарарни чиқарған. Хәвәрдә японийәниң чәкләш қарарида юқириқи икки ширкәтниң исми ашкара тилға елинмиған болсиму, лекин бу қарарниң шуларға қаритилғанлиқини билдүргән. Хәвәрдә баян қилинишичә, чәкләш қарари юқириқи икки ширкәт ишләпчиқарған компютер, мулазиметир вә електронлуқ алақә әсваблири қатарлиқ мәһсулатлирини өз ичигә алған болуп, униңда һөкүмәт тармақлири вә қоғдиниш қисимлириниң бу мәһсулатларни ишлитиши чәкләнгән. Хәвәрдә японийә һөкүмитиниң хитайниң бу мәһсулатларға вирус йүкләнгән болуши мумкин дегән әндишә билән юқириқи қарарни чиқарғанлиқи илгири сүрүлгән. Буниң алдида австралийә билән йеңи зеландийә һөкүмәтлириму хуавей ширкитиниң 5G интернет қурулушиға қатнишишини тосиған иди.

Японийә һөкүмәт тармақлирида хитайниң хуавей вә җоңшиң ширкәтлириниң мәһсулатлирини ишлитишни чәклигән 2‏-дөләт. Униңдин бурун, йәни бу йилниң башлирида америка дөләт мәҗлиси қанун мақуллап, америка һөкүмәт тармақлириниң юқириқи икки ширкәтниң мәһсулатини ишлитишигә чәк қойған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.