Хитай шәхси телефонларни кимлик бойичә тизимлашни омумлаштурмақчи
Хитайниң “хәлқ почта-телеграф гезити” 23-май хәвәр берип, хитайда мақулланған “террорлуққа зәрбә бериш қануни” дики бәлгилимиләргә асасән, бу йил ахириғичә 90% хитай аһалисиниң шәхси телефонини кимлик бойичә тизимлаш хизмитини тамамлайдиғанлиқини, келәр йили 6-айниң 30-күнидин илгири хитайда ишлитилидиған барлиқ телефонларни кимлик бойичә тизимлашни омумлаштуруп болидиғанлиқини билдүргән.
Мәзкур уқтуруштин мәлум болушичә, хитайдики учур-алақә ширкәтлириниң телефон, қисқа учур, мәхсус уқтуруш чиқириш қатарлиқ васитиләр арқилиқ телефон абонтлириға кимлик бойичә тизимлитишни тәләп қилиши керәклики тәкитләнгән.
Хитайда телефонларни кимлик бойичә тизимлаш иши 2013-йили башланған болуп, бу хил йүзлиниш, хитай пуқралирини биарам қилған. Бу һәқтә инкас билдүргән тордашлар “телефонни кимлик бойичә тизимға алдуруш түзүми йолға қоюлса, барлиқ шәхси учурлар һөкүмәт тәрипидин игилинип туридиған вәзийәт шәкиллинидиғанлиқи үчүн, пуқраларда бихәтәрлик туйғусиниң қалмайдиғанлиқи”ни илгири сүргән.
Радийомизниң зияритини қобул қилған гуаңҗулуқ йе ду әпәнди өз қаришини билдүрүп: “һазир йолға қоюлуватқан телефон кимлик түзүми пуқраларниң нормал алақә паалийитигә чоң тәсир көрсәтмәслики мумкин, әмма кишиләрдә психик җәһәттә вәһимә пәйда қилиши муқәррәр” деди.