Японийә африқиға зор көләмдә ярдәм бәрмәкчи

Мухбиримиз үмидвар
2013.06.02

Японийә һөкүмити токйода африқини тәрәққи қилдуруш йиғини чақирған болуп, шинзо аби һөкүмити японийиниң кәлгүси 5 йил ичидә африқиға 32 милярд доллар иқтисадий ярдәм беридиғанлиқини елан қилди.

японийә баш министири шинзо аби мәзкур ярдәм соммисини елан қилғандин кейин, хитай қатарлиқ дөләтләр алаһидә диққәт қилған.

Униң алдида шинзо аби бирмани зиярәт қилғанда мәзкур дөләтниң иқтисадий тәрәққияти үчүн 1.7 Милярд доллар қәрз беридиғанлиқини җакарлиған.

Шинзо аби һөкүмитиниң бирмаға зор миқдарда ярдәм бериши вә африға ярдәм беришни җакарлишини хитай һәрбий мутәхәссислири “японийиниң б д т бихәтәрлик кеңишигә киришни қолға кәлтүрүшкә урунуши”дәп қариған.

Нөвәттә, җуңгу һөкүмитиму африқиға көпләп мәбләғ салмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.