Японийәлик әдибниң хитайға кириши чәклимигә учриған

Мухбиримиз сада
2019.04.24

Японийәлик әдиб мизутани ноко хитай һөкүмити тәрипидин “дуня уйғур қурултийиниң сабиқ алий рәһбири рабийә қадирни қоллайдиған һәрикәтләрдә болған,” дәп қарилип, хитайға кириши чәкләнгән.

Нәччә күн аввал иҗтимаий таратқуларда тарқалған учурдин мәлум болушичә, мизутани ноко илгири хитайни әйибләп китаб язған икән. Игилинишичә, униң бу китаби әйни вақитта униң хитайға қайта киришигә анчә чоң чәклимә пәйда қилмиған икән. Һалбуки, хитай һөкүмити бу қетим мизутанини “рабийә қадир билән бир сәптә болған” дәп әйибләп, бу йил 27-февралдин башлап униң хитайға киришини чәклигән.

Мәзкур учур иҗтимаий таратқуларда тарқалғандин кейин, нурғун инкасларни пәйда қилған. Бәзиләр мизутани нокониң хитайға қайта кириш еһтималлиқиниң барлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.