Японийәдики парламент сайлимида һакимийәттики партийә көп орунни игилиди
14 - Декабир күни японийәдә парламент сайлими болуп өтти. Дәсләпки сайлам нәтиҗисидә, һазир һакимийәттики партийә әркин демократлар партийәсиниң ғәлибә қилиши җәзимләшкән.
Б б с ниң хәвәр қилишичә, бу сайлам хитайниң дөләт бойичә 1937 - йлидики нәнҗиң чоң қирғинчлиқини хатириләп, хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң тарихий вәқә һәққидә японийәниң тарихни инкар қилишини қаттиқ тәнқидлигән күнләргә тоғра кәлди.
Хәвәр қилинишичә,. Әркин демократлар билән комейтаң дәп аталған партийә бирлишип, парламенттики 475 орунниң 325 ини игилигән.
Пәрәз қилинишичә, әркин демократлар партийәси рәһбири шинзо аби йәнә баш вәзир болуши мумкин икән.
Шинзо аби мәзгилидә японийә - хитай мунасивәтлири араллар мәсилиси түпәйлидин әң соғуқ һалға чүшкән иди.