Әрфийә ери японийә сияси саһәсигә йүрүш қилған тунҗи уйғур болуп қалди

Мухбиримиз әзиз
2022.06.02

Йеқинқи йилларда муһаҗирәттә туғулуп чоң болуватқан уйғур яшлириниң һәр саһәдә қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлири охшимиған шәкилләрдә әкс етиватқан болуп, японийәдики уйғур қизи әрфийә ери (Eri Arfiya ) өзини сиясий саһәдә синап бақмақчи болуватқан яшларниң биридур.

1988-Йили японийәниң фукука наһийисидә туғулған әрфийә ери кичикидин японийә маарипида тәрбийә алғанлиқиға қаримастин уйғурчә, хитайчә вә енглизчә тилларни яхши өгәнгән. Кейинчә вашингтон шәһиридики җорҗи тавн университетида хәлқара мунасивәт вә хәлқара сиясәт кәспи бойичә оқуған. Бу җәрянда түрлүк оқуғучилар уюшмиси вә пуқравий җәмийәтләрдә өзиниң тәшкилләш қабилийитини җари қилдуруп, түрлүк мәсул вәзипиләрни үстигә алған. Оқуш пүттүргәндин кейин у вашингтондики хәлқаара сиясәт тәтқиқат мәркизи, дуня банкиси, японийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида даимий турушлуқ иш беҗириш орни қатарлиқ җайларда ишлигән икән.

Йеқинда у японийә парламентида сенаторлуқ орни үчүн болидиған сайлам паалйитигә қатнишидиғанлиқини җакарлап, һәр саһә затлириниң қизғин алқишиға еришкән. Шундақла бу саһәгә қәдәм ташлиған тунҗи уйғур болуп қалған.

Униң тиветтер бетигә чапланған учурларда ейтилишичә, әрфийә ери б д т дики хизмитини ахирлаштуруп японийәгә қайтип кәлгән һәмдә японийәдики әң асаслиқ партийәләрдин болған әркин демократлар партийәси саһибханлиқ қилған мухбирларни күтүвелиш йиғинида өзиниң бу қетимлиқ сенаторлуқ сайлимиға қатнишидиғанлиқини билдүргән. У қисқа нутуқида аилә кәчүрмишлиригә бирләштүргән һалда өзиниң японийә үчүн хизмәт қилиш арзусиниң түрткисдә бу қарарға кәлгәнликини тәкилигән. У бу һәқтә сөз қилип: “мән бир японийәлик уйғур. Хәлқарада һазир японийәгә вәкиллик қилидиған аял тәнһәркәтчиләр, японийәгә вәкиллик қилидиған яшлар анчә көп әмәс. Мән мушу бошлуқни азрақ болсиму толдурушқа өзүмни атимақчимән,” дегән.

Униң бу қетимлиқ сайлам риқабитигә қатнишидиғанлиқи мәлум болғандин кейин, һәр саһәдики кишиләр өзлириниң униңға болған ишәнчини, шуниңдәк тәңсиз муамилигә учраватқан бир милләтниң пәрзәнтидики бу хил шиҗаәтни қоллайдиғанлиқини билдүрүп учур йоллиған.

Мәлум болушичә, австралийәдики уйғур қизи инти илһам (Inty Elham) му өткән йиллардин башлап австралийә сиясий саһәсигә йүрүш қиливатқан болуп, бу тиришчанлиқларниң қандақ нәтиҗә беришидин қәтийнәзәр, улардики бу җүрәт уйғур миллий роһиниң өлмәйдиғанлиқиниң символи, дәп қаралмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.