Японийә талаш тартиштики арал әтрапида хитайниң җасуслуқ кемилирини байқиған

Мухбиримиз җүмә
2015.11.15


Японийә даирилири җүмә күни шәрқий деңизға җайлашқан талаш тартиштики арал әтрапида хитайниң җасуслуқ кемилирини байқиғанлиқини билдүрди.

Японийә дөләт мудапиә вазаритиниң билдүрүшичә, японийә разведка айропилани сенкаку араллар гурупписи әтрапида әгип йүргән хитайниң “доңдияв” типлиқ җасуслуқ парахотини байқиған.

Нөвәттә японийә контроллуқидики сенкаку араллар гурупписини хитай “дявйү арили” дәп атап, мәзкур аралниң өзигә тәвә икәнликини билдүрүп кәлгән. японийәму бу аралларниң игилик һоқуқи өзигә тәвә икәнликини чиң туруп, арал әтрапиға кәлгәнлики чәтәл кемә вә айропиланлирини қоғлап турған иди.

Японийә даирилириниң ейтишичә, хитайниң җасуслуқ кемиси пәйшәнбә күни аралға бир нәччә қетим йеқинлашқан вә қайтип кәткән, әмма аралниң 12 деңиз мили даирисигә йеқинлишип, японийәниң су тәвәликигә таҗавуз қилип кирмигән.

Кйодо торида көрситишичә, хитай ташқи ишлар баянатчиси хоң лей җүмә күндики ахбарат елан қилиш йиғинида хитай парахотиниң һәрикитини “нормал һадисә” дәп ақлиған.

Сенкаку арал мәсилиси хитай вә японийә мунасивәтлиридики назук мәсилиләрниң бири иди.

Икки тәрәп арисидики арал маҗираси 2012 - йили сентәбир токйо шәһири аралниң игилик һоқуқни пулға сетивалғандин кейин техиму өткүрләшкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.