Японийә уйғур җәмийитиниң әзалири японийә парламент әзалири билән учрашти
2020.01.24
Хитай һөкүмити уйғур елида пәйда қилған кишилик һоқуқ киризиси чоңқурлашқансери һәрқайси дөләтләрдин буниңға қарши тәдбир елиш чақириқлириму күчәймәктә.
24-январ күни японийә уйғур җәмийитиниң әзалири мәхсус японийәниң бир қисим парламент әзалири билән учришип, японийә һөкүмитиниң бу мәсилигә көңүл бөлүшини тәләп қилған.
Японийә уйғур җәмийитиниң радийомизға хәвәр қилишичә, бу учришиш паалийитигә японийә уйғур җәмийитиниң 5 нәпәр әзаси қатнашқан. Улар җүмә күнидики учришишлири җәрянида японийә парламентниң 6 нәпәр әзаси билән бивастә учрашқан. Йәнә 36 нәпәр парламент әзасиниң катиплири билән көрүшүп тәләплирини йәткүзгән. Учришишта парламент әзалири вә уларниң катиплириға уйғур елиниң нөвәттики вәзийитини тәпсилий чүшәндүрүлүш билән биргә японийә һөкүмитидин вә сиясәт саһәсидикиләрдин бу мәсилигә көңүл бөлүшни вә инсанийәткә қарши бу җинайәтни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүшни тәләп қилған.
Японийә уйғур җәмиийти өткән йилиниң синтәбир ейидиму японийә парламент бинасида мәхсус уйғурларниң вәзийитини тонуштуруш йиғини уюштуруп, күчлүк қоллашқа еришкән иди.