Явропа иттипақи “магнитиский қануни” мақуллап, кишилик һоқуқ дәпсәндичилирини җавабкарлиққа тартидиғанлиқини елан қилди
2019.12.10
Явропа иттипақи 9-декабир өзиниң “магнитиский қануни” ни мақуллап, дунядики һәр қайси җайлиридики кишилик һоқуқ дәпсәндичилирини җавабкарлиққа тартидиғанлиқини елан қилған.
Явропа иттипақиниң “дуня кишилик һоқуқ күни” һарписида, шундақла хәлқарада хитайниң уйғур районидики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини җавабкарлиққа тартиш долқуни көтүрүлгән мәзгилдә “магнитиский қануни” мақуллайдиғанлиқини елан қилиши алаһидә диққәт қозғиди. явропа иттипақиниң ташқи ишлар бихәтәрлик алий комиссари җосеф борелниң билдүрүшичә, явропа иттипақи ташқи ишлар министирлириниң 9-декабир күни бирюсселда өткүзүлгән йиғини бирдәк магнитиский қануни чиқирип, кишилик һоқуқ дәпсәндичилирини җавабкарлиққа тартишни қарар қилған.
Җосеф борел мухбирларға бәргән баянатида, “биз қанун чиқирип, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш қилмишлириға қарши йәр шари характерлик җазалаш тәдбири йүргүзүшни қарар қилдуқ. явропа иттипақиниң қануни америкиниң магнитиский қануни билән охшаш болиду” дегән. Америка авам палатасиниң 3-декабир күни мақулланған “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” дә трамп һөкүмитиниң “магнитиский кишилик һоқуқ қануни” ни ишқа селип, чен чүәнго башчилиқидики уйғур районида кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқан хитай әмәлдарлирини җавабкарлиққа тартиш тәләп қилинған иди. Җосеф баянатида йәнә, “бу қанун явропа иттипақиниң йәр шари кишилик һоқуқ мәсилилиридики йетәкчилик орнини намаян қилидиған әстайидил бир қәдәмдур” дегән.
Явропа иттипақиниң мәзкур қарари уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири хәлқара җәмийәтни уйғур кризисиға арилишишқа чақириватқан мәзгилдә чиқирилди. Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати 9-декабир күни баянат елан қилип, “әгәр универсал кишилик һоқуқ хитабнамисиниң бир әһмийити болса, б д т шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ кризисиға қарита дәрһал һәрикәт қоллиниши керәк” дегән.