Явропа иттипақиниң бир тәкшүрүш гурупписи уйғур районида зиярәттә болған

Мухбиримиз әркин
2019.01.28

Явропа иттипақиниң 3 кишилик бир тәкшүрүш гурупписи уйғур аптоном районида зиярәттә болуп, районда кишилик һоқуқниң хорлашқа учраватқанлиқиға даир хәвәрләр билән “омумән бирдәкликкә игә бәзи зөрүр” учурларға еришкән. Фирансийә агентлиқиниң 28‏-январ хәвәр қилишичә, 3 кишилик мәзкур гуруппиниң зиярити 11‏-январдин 13 ‏-январғичә елип берилған. Хитай һөкүмити мәзкур тәкшүрүш гурупписиға асасән өткән айда русийә, пакистан қатарлиқ 11 дөләтниң дипломатлирини зиярәт қилдурған җайларни көрсәткән. Фирансийә агентлиқиниң хәвиридә, бу, хитай һөкүмитиниң лагерларниң мәвҗутлуқини етирап қилған болсиму, лекин бу орунларни “кәспий тәрбийиләш мәркәзлири” дәп чүшәндүргәндин бери тунҗи қетим явропа иттипақидәк көп дөләтлик бир хәлқара гәвдиниң бу районни зиярәт қилишиға йол қоюши икәнлики билдүрүлди. Хәвәрдә, бир явропа иттипақи әмәлдариниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп, 3 кишилик гуруппиниң “мәркәз вә райондики даириләр билән һасил қилған келишимгә асасән” үрүмчи вә қәшқәрдә зиярәттә болғанлиқи, зиярәттә гуруппидикиләрниң мәсчит, ислам институти вә аталмиш бир “тәрбийиләш мәркизи” ни зиярәт қилип, “кәң даирилик тәкшүрүш елип бериши” ға йол қоюлғанлиқи билдүрүлгән. юқириқи әмәлдарниң фирансийә агентлиқиға билдүрүшичә, улар зиярәт қилған бу орунлар хитай даирилири тәрипидин инчикилик билән талланған, уларниң пикрини намаян қилидиған орунлар болсиму, “лекин бу зиярәт, башқа учур мәнбәлириниң җүмлидин б д т, хәлқара таратқулар, илмий тәтқиқатчилар вә аммиви тәшкилатларниң учурлирини толуқлашта пайдилиқ пурсәт билән тәминлигән. Бу әмәлдар йәнә бу мәнбәләрниң көп қисми “шинҗаңда кишилик һоқуқниң еғир вә системилиқ дәпсәндә қилиниватқанлиқиға даир зөрүр һәм омумән бирдәкликкә игә дәлилләр билән тәминләп кәлгәнлики” ни билдүргән.

Зиярәт гурупписидикиләрниң фирансийә агентлиқиға билдүрүшичә, улар учрашқан кишиләрниң сөзи уларда худди ядливалғандәк тәсират пәйда қилған. Хитай һөкүмити өткән айда русийә, мисир, пакистан, бангладиш қатарлиқ 11 дөләтниң бейҗиңда турушлуқ дипломатлирини үрүмчи, қәшқәр вә хотән қатарлиқ 3 .Орундики “кәспий тәрбийиләш мәркизи” ни зиярәт қилдурған. Лекин, дуня уйғур қурултийи хитайниң бу орунларни пәрдазлап, хәлқара җәмийәтни алдашқа урунуватқанлиқини илгири сүргән иди

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.