Явропа иттипақида көчмәнләр мәсилиси җиддий музакирә қилинди
2015.10.25
Йәкшәнбә күни оттура явропа вә балқан дөләтлири башлиқлири бирюсселға җәм болуп, мәхсус көчмәнләр мәсилиси бойичә җидди йиғин чақирип, нөвәттики мусапирлар мәсилисини муһакимә қилди.
Чүнки буниңдин илгири венгрийә һөкүмити өз чегрисини тақап зор сандики мусапирларниң кродийә вә словенийә тәрәпкә йүзлинишини кәлтүрүп чиқирип вәзийәтниң еғирлишишиға сәвәб болған иди. Чүнки миңлиған мусапирлар соғуқта, талада кечә - күндүзни өткүзүшкә мәҗбур болмақта.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, явропа кеңишиниң рәиси юнкер йиғинға қатнашқан һәр қайси әл рәһбәрлирини мусапирларни қошна әлләргә иттирип бәрмәсликкә чақирған.
Явропа кеңиши рәиси юнкер 16 хил тәклип оттуриға қойға болуп, у һәр қайси дөләтләрни келишим болмай туруп мусапирларни бир дөләттин йәнә бир дөләткә әвәтимәсликкә чақирған. юнкер нөвәттики көчмәнләр мәсилисиниң иккинчи дуня урушидин кейинки әң чоң көчмәнләр мәсилиси икәнликини тәкитлигән.
. Оттура явропа вә балқан дөләтлириниң һәммиси дегүдәк сүрийәдин қачқан мусапирлар кризисиға дуч кәлгән иди. Өткән һәптә германийә баш министири меркәл истанбулда түркийә президенти әрдоған вә баш министири әхмәт давут оғлу билән сүрийә мусапирлар мәсилисини муһакимә қилған иди.