Йәкән наһийисидә дөләт кадирлириға уруқ-туғқанлири вә достлирини роза тутуштин чәкләш вәзиписи берилди
2013.07.18
Йәкән наһийисиниң вейбо торидики көзникидә берилгән бир уқтуруштин ашкарилинишичә, йәкән наһийиси ават базиридики кадирлар өз туғқанлири вә дост-яр, бурадәрлирини роза тутуштин чәкләшкә орунлаштурулған.
Мәлум болушичә, ават базарлиқ һөкүмәтниң муавин партком секретари иминҗан әхәт “рамзан мәзгилидики башқурушни күчәйтиш, иккини әйибләш” йиғинида мәхсус сөз қилип, һәрбир кадирни уруқ-туғқанлири вә дост-яр, бурадәрлиригә қаратқан тәшвиқатни қаттиқ күчәйтип, уларниң рамзан ейида рози тутушини қаттиқ чәкләшни тәләп қилған.
Буниңдин сирт, ақсу вилайәтлик һөкүмәт тор бетидә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, вилайәт рәһбәрлири чаршәнбә күни вилайәт тәвәсидики бир қисим мәсчитләрни зиярәт қилип, аталмиш “вәтәнпәрвәр дини зат” лар билән учрашқан вә улардин үч хил күчләргә қәтий қарши туруш, диний радикаллиққа ортақ қарши турушни тәләп қилған.
Хитай һөкүмитиниң уйғурларни роза тутуштин чәкләшкә урунуш һәрикити хәлқара кишилик һоқуқ органлири вә америка дөләт мәҗлисиниң қаттиқ тәнқидигә учримақта. Әмма уйғур районлуқ һөкүмәтниң ишхана мудири ху хәнмиң чәтәл мухбирлириға бәргән баянатида уйғур елидә пәқәт кадирлар вә оқуғучиларниң роза тутуштин чәклинидиғанлиқини, бундақ қилишта уларниң саламәтликиниң көздә тутулғанлиқини илгири сүргән иди.