Үрүмчи хәлқара айродроми 8 секунтлуқ тезликтә “йүз тарайдиған” аптоматик тәкшүрүш үскүнисини ишқа кириштүргән

Мухбиримиз нуриман
2020.06.19

Шинхуа ториниң 17-июн бәргән хәвиригә қариғанда, үрүмчи хәлқара айродроми йолучиларни бир-бирләп өткүзидиған бихәтәрлик тәкшүрүш еғизлирида 8 секунтлуқ тезликтә “йүз тарайдиған” аптоматик тәкшүрүш үскүнисини орнитип, рәсмий ишқа кириштүргән. Хәвәрдә дейилишичә, хитайдики юқири техника ширкәтлири хитай җамаәт хәвпсизлики органлири билән һәмкарлишип 2 йил ичидә бу үскинини ясап чиққан икән. Буниң билән илгирики оттура һесаб билән 25 секунт вақит кетидиған бихәтәрлик тәкшүрүш җәряни бу үскүнә арқилиқ пәқәт 8 сикунттила тамамлинидиған болған.

Хәвәрдә дейилишичә, үрүмчи хәлқара айродроминиң үч терминалида бундақ “йүз тарайдиған” үскинидин җәмий 37 си бар икән.

“зимистан” ториниң бу йил майдики хәвиридә хитайниң чирай тонуш үскүниси арқилиқ тәкшүрүлгүчиниң миллити, қайси райондин кәлгәнлики вә қачан қәйәргә барғанлиқиға аит пүтүн пүтүн учурларни тәкшүргили болидиғанлиқини елан қилған иди.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, нөвәттә уйғур дияри хитайниң юқири бесимлиқ контроллуқ системиси астидики исми-җисмиға лайиқ “сақчи дөлити” гә айланған. Үрүмчи айродромида бу хил юқири сүрәтлик “йүз тараш” үскүнисиниң орнитилиши хитай һөкүмитиниң уйғур районидики тәқиб сияситиниң давамлиқ күчийидиғанлиқидин дерәк беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.