Австралийә заманиви қуллуққа қарши қанун түзмәкчи икән

Мухбиримиз җәвлан
2021.04.27

Хитай билән яманлишип қелиштин еһтият қилип келиватқан австралийә йеқинда заманиви қуллуққа қарши қанун түзүш үчүн дәсләпки қәдәмни басқан болуп, австралийә парламентиниң бу қанун лайиһәсигә қарап чиқиши күнтәртипкә киргүзүлгән.

“муһапизәтчи” гезитиниң 27-апрел хәвәр қилишичә, австралийә кеңәш палатаси ташқи мунасивәт вә сода қануни түзүш комитети мустәқил кеңәш палата әзаси рекс патриксниң бир қанун лайиһәсигә қарап чиқиватқан болуп, бу қанун лайиһисидә “шинҗаңдин һечқандақ мални импорт қилмаслиқ, ичкири өлкиләрдинму мәҗбурий әмгәккә четишлиқ болған һәр қандақ мални импорт қилмаслиқ” дегән тәклип сунулған.

Австралийә һөкүмәт әмәлдарлириниң сәйшәнбә күни парламентта өткүзүлгән испат аңлаш йиғинида билдүрүшичә, һөкүмәт һазир хитай билән сода қилип келиватқан ширкәт вә карханилар билән қәрәллик сөһбәт өткүзүватқан болуп, сөһбәттә уйғур районидики мал тәминләш линийәсигә четишлиқ қул әмгики мәсилиси асаслиқ тема болған.

Парламенттики испат аңлаш йиғиниға қатнашқан уйғур вәкилләр австралийәниң бу җинайәткә, бу зораванлиққа инкас қайтурушиниң аста болуватқанлиқини, һөкүмәтниң бәлким хитайниң сода ембаргоси йүргүзүшидин әнсирәйдиғанлиқини, әмма австралийәниң америка, канада, голландийә вә әнгилийәгә охшаш һәқ мәйданда туруп хитайға тегишлик тәдбир қоллинишиниң зөрүрлүкини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.