Уйғур елидики зәһәрлик чекимлик әткәсчилики йәнила еғирлашмақта

Мухбиримиз ирадә
2013.03.05

Уйғур аптоном район даирилириниң сәйшәнбә күни уйғур елиниң зәһәрлик чекимликкә қарши туруш вәзийити һәққидә бәргән баянатидин ашкарилинишичә, өткән бир йил ичидә уйғур елидә зәһәрлик чекимликкә алақидар 1929 дело паш қилинип, 2000 ға йеқин җинайәт гумандари қолға елинған.

Уйғур елидики зәһәрлик чекимлик әткәсчилики йәнила “алтун үч бурҗәк” вә “алтун һилал ай” районини мәнбә қиливатқан болуп, даириләр өткән бир йилда бу районлардин киргүзүлгән 54 килограм зәһәрни қолға чүшүргән.

Мәлум болушичә, “алтун үч бурҗәк” вә “алтун һилал ай” районлири уйғур елини тәһдит қиливатқан әң асаслиқ зәһәр мәнбәлири. Болупму афғанистандики “алтун һилал ай” зәһәр ишләпчиқириш базисиниң дунядики чоң зәһәр ишләпчиқириш орниға айлиниши вә зәһәр әткәсчилириниң асия қитәлиригә зәһәрлик чекимлик тошуш үчүн уйғур елини өтәң қиливелиши уйғурлар үчүн биваситә тәһдит яратмақта. Бу һәқтики доклатларда хитай һөкүмитиниң зәһәрлик чекимликләрни чәкләш тәдбирлириниң юмшақлиқи , буниң зийиниға әң еғир учраватқанларниң уйғур яш өсмүрлири икәнлики қәйт қилинған.

Уйғур елидин игиләнгән учурлардин мәлум болушичә, уйғур елидә зәһәрни чәкләшкә тосалғу болуватқан асаслиқ мәсилә зәһәр хумарларниң қайтидин зәһәр чекиш әһвалиниң еғир болуши шундақла, күчни зәһәрниң кириш йолини тосуштин бәкрәк зәһәр ташлатқузушқа қаритиватқанлиқи икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.