“зимистан” тори: “еғир сиясий бесим уйғур районидики хитай оқутқучилирини бизар қилған”

Мухбиримиз әркин
2019.03.22

Хитай һөкүмити 2017‏-йилниң башлирида уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип, лагерларға қамаш билән бир вақитта ичкири өлкиләрдин зор түркүмдә хитай оқутқучилирини йөткәп чиқип, райондики мәктәпләрдә уйғур балилирини “өзгәртиш” кә орунлаштурған иди. Лекин кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, нөвәттә райондики еғир сиясий бесим, қаттиқ контроллуқ вә “өзгәртиш” вәзиписи хитай оқутқучилириниму бизар қилмақта икән. Бу уларда роһий тәвриниш вә қорқуштәк бинормал роһий кәйпият пәйда қилмақта икән.

Италийәдики “зимистан” намлиқ кишилик һоқуқ ториниң 22‏-март хәвәр қилишичә, хитай оқутқучилиридики бу әһвални түгимәс сиясий өгинишләр, қол телефони тәкшүрүшләр, “үчкә кириш, иккидә алақә қилиш, бирдә достлуқ орнитиш” дегәндәк сөз әркинликини қаттиқ контрол қилишлар кәлтүрүп чиқарған. Хәвәрдә “уларға бесим характерлик сиясий вәзипиләрниң йүклиниши уларни оқутқучилиқтин йирақлаштуруп, идеологийәлик агентқа айландуруп қойған” лиқини билдүргән.

Қәшқәрдә оқутқучилиқ қиливатқан җаң ли исимлик бир хитай оқутқучи “зимистан” ториға билдүрүшичә, улар һә күни әтигәндә шу күнлүк хизмәт пиланини мәктәп мудириға доклат қилиши вә һәр күни 2 саәт сиясий өгинишкә қатнишиши керәк икән. У “һәр қетимлиқ йиғинда улар кишиләрниң ислам етиқадиға қандақ қилип йол қоймаслиқни, чоқум компартийәгә ишиниши керәкликини сөзләйду” дегән. Униң илгири сүрүшичә, һәр қетимлиқ йиғин ахирлашқанда у өзиниң вәзиписидин истепа беришни тәләп қилидикән. Әмма буниңға йол қоюлмайдикән. Җаң ли йәнә өзиниң партийә әзаси болмисиму, лекин партийә әзалиридәк һәр күни өгинишкә қатнишишқа мәҗбурлинидиғанлиқи, өзиниң роһий бесимда қалғанлиқини билдүргән. Униң “зимистан” ториға қәйт қилишичә, әгәр униң синипидики балилар һәрқандақ бир диний ипадидә болса яки )лагерлардики( ата-анилирини ақлиса биринчи болуп оқутқучи җавабкарлиққа тартилидикән.

Яркәнт наһийәсидә турушлуқ йәнә бир хитай оқутқучи даириләрниң оқутқучиларға “оқуғучиларниң еңини тазилаш, уларниң еңидики муқимсизлиқ амиллирини чиқирип ташлаш” ни тәләп қилидиғанлиқини билдүргән. Униң илгири сүрүшичә, “һөкүмәт уйғур оқуғучилириниң идеологийәсини контрол қилишни уларни оқутуштин муһим,” дәп қарайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.