Хитай һөкүмити йәнә бир қетим зулһаят исмаилниң ағзидин өзлирини ақлиди
2021.10.14
Хәлқарада уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк вә ирқий қирғинчилиқ зор муһакимә темиси болуватқанда, хитай һөкүмити уйғурлардин чиққан маркисизимчи “зияли”, шинҗаң университетиниң муавин мудири зулһаят смаилниң ағзидин өзлириниң уйғур дияридики сиясәтлирини йәнә бир қетим ақлиған.
Хитай һөкүмитиниң башқуришидики “җәнубий астанә гезити” ниң 13-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, гуаңҗу шәһридә ечилған “терорлуққа вә әсәбийликкә қарши туруш һәмдә кишилик һоқуқ капалити” темисидики хәлқаралиқ йиғинда зулһаят исмаил мәхсус сөз қилип: “шинҗаңда хәлқара әмгәк өлчими толуқ иҗра қилиниватиду, қанун-түзүмләр әң зор дәриҗидә мукәммәллишип, һәр милләт хәлқиниң әркин, баравәр һәмдә иззәт-һөрмити капаләткә игә қилинған һалда әмгәк билән мәшғул болмақта,” дегән.
Хәвәрдә буниң дәлили үчүн зулһаят исмаилниң қәшқәрдә “ешинчә әмгәк күчи” сүпитидә хитай өлкилиригә берип завутта ишлигән 36 нәпәр ишчи билән сөһбәттә болғанлиқи, ашу ишчиларниң бу хил ишқа орунлишиштин бәкму мәмнун икәнликини билгәнлики ейтилған.
Һалбуки, америка һөкүмити музакирә қиливатқан “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” дин мәлум болушичә, уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк нөвәттә омумиййүзлүк һадисигә айлиниватқан болуп, “21-әсирдики заманиви қуллуқ әмгикиниң қайтидин оттуриға чиқиши” дәп қаралмақта икән.