Архип
2025-01-18
17-январ, явропа дөләтлиридә яшайдиған уйғурлар өзлири турушлуқ дөләтләрдики тайланд әлчиханиси алдида намайиш қилип, тайландта тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғурниң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилди.
2025-01-17
Әгәр улар бу никаһни мақул көрмисә, түрмигә кириши яки башқа яман ақивәтләргә учрайдиғанлиқи ениқ. Улар қаттиқ бесим астида бу хил никаһқа мақул болмай амали йоқ
2025-01-17
Йеңи сайланған америка пирезиденти доналд трампниң ташқи ишлар министири намзати марко рубийо, 15-январ өткүзүлгән кеңәш палатасиниң вәзипигә тәйинләш гуваһлиқ йиғинида, хитайниң 21-әсирдә давамлиқ американиң гүллинишидики “әң чоң тәһдит” болуп қалидиғанлиқини агаһландурди.
2025-01-17
Америка-хитай мунасивити өткән бирнәччә йилда чоң җәһәттин алғанда изчил яманлишиш йөнилишидә давам қилип кәлгән болсиму, һәр икки тәрәпниң өзигә хас алаһидиликлири бу хил йириклишишниң толиму мурәккәп мәзмунларни өз ичигә елишини бәлгиләп кәлгән иди.
2025-01-17
16-январ, голландийәдә яшайдиған уйғурлар пайтәхт амстердамдики тайланд консулханиси алдида намайиш қилип, тайландтики уйғур мусапирларниң дәрһал қуюп берилишини тәләп қилған.
2025-01-17
Тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар өзлириниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпниң бәк юқирилиқини илгири сүрүп хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, уйғур аммиви тәшкилатлири вә демократик дөләтләрдин өзлирини бу паҗиәдин қутулдуруп қелиши һәққидә ашкара мураҗиәт елан қилғаниди.
2025-01-17
17-Декабир җүмә күни, америка алий сот мәһкимиси хитай контроллуқидики тикток әпини чәкләш һәққидики қанунниң давамлиқ инавәткә игә икәнликини җакарлиған
2025-01-17
Хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң доналд трампниң 20-январ вашингтонда өткүзүлидиған қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасимиға хитайниң муавин дөләт рәиси хән җеңни әвәтишни қарар қилған.
2025-01-17
Тайландта чиқидиған “милләт” (The Nation) намлиқ гезитниң хәвәр қилишичә, тайланд дөләт мудапиә министири фумтам вечайчай (Phumtham Wechayachai) 17-январ күнидики баянатида, һөкүмәтниң тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтуруп бериш пилани йоқлуқини билдүргән.
2025-01-17
Дунядики 130 дин артуқ илмий тәтқиқатчи тайланд баш министири петоңтарин шинаватраға мәктуп йезип, тайландта тутуп турулуватқан уйғур сиясий панаһланғучиларниң бихәтәрликидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи, уларни хитайға қайтурмаслиққа, уларни бихәтәр бир җайға орунлаштурушқа чақирған.
2025-01-16
“кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” һәр йили бир қетим елан қилинидиған вә һәмдә дуняниң һәрқайси җайлиридики 100 дин ошуқ дөләтниң өткән бир йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийити баһалап чиқилған 2025-йиллиқ доклатини елан қилди.
2025-01-16
Һазирқи аламәтләр уйғур или вәзийитидә 2025-йили бирәр өзгириш болмайдиғанлиқи, бу йилниң уйғурлар вә райондики башқа хәлқләр үчүн техиму қараңғу бир йил болидиғанлиқидин бешарәт бериватқанлиқини тәкитләйду
2025-01-16
Йеқинда уйғур мәдәнийәт тарихидики зор бир йеңилиқ сүпитидә қазақистандики мир нәшрияти тәрипидин “уйғур алимлири қамуси” намлиқ чоң һәҗимлик китаб нәшр қилинди.
2025-01-16
Американиң хитай хәлқ җумһурийитидики биваситә яки васитилик шәкилдә хәлқ азадлиқ армийәсигә хизмәт қилидиған ширкәтләргә мәбләғ селишни чәкләш оттуриға қоюлди
2025-01-16
Америка авам палата әзаси том сузи (Tom Suozzi) 15-январ күни X һесабида баянат елан қилип, тайландни 48 уйғурни хитайға мәҗбурий қайтурмаслиққа чақирған