Архип
2016-12-26
Австралийәниң мелборн шәһиридә өткүзүлгән 2016-йиллиқ “уйғур лоңқисини талишиш путбол мусабиқиси” дә сидней уйғур командиси биринчиликкә еришти.
2016-12-26
25-Декабир токйодики шинҗуку мәдәнийәт мәркизиниң мәҗлисханисида японийә уйғур бирлики тәшкилати йиллиқ хуласә вә келәр йиллиқ пилан йиғини чақирди.
2016-12-26
Мәлумки, кейинки йилларда қазақистандики уйғур җәмийәтлик бирләшмилири яшларниң иш-паалийитигә көпрәк әһмийәт беришкә башлиди.
2016-12-26
Буниңдин бирқанчә айлар илгири хитай таратқулири мәхсус хәвәр берип, “һаятим сән билән гүзәл” намлиқ чоң типтики нахша-уссуллуқ филимниң уйғур диярида җиддий сүрәткә елинишқа башлиғанлиқини билдүргән иди.
2016-12-26
Уйғур аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назарити алдинқи һәптә баянат елан қилип, 2017-йили уйғур дияридин 4000 нәпәр студентни хитай өлкә, шәһәрлиригә давамлиқ тәрбийилинишкә әвәтидиғанлиқини билдүргән иди.
2016-12-26
Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитетиниң тор бетидин мәлум болушичә, хотән вилайәтлик мәмурий мәһкиминиң муавин валийси, қошумчә гума наһийәлик парткомниң секретари шен йи йеқинда “интизамға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилиш” җинайити билән тутуп туруп тәкшүрүлмәктикән.
2016-12-26
Бирләшмә агентлиқниң хәвәр қилишичә, 12-айниң 26-күни моңғулийә пайтәхти уланбатурда йүзлигән шәһәр аһалиси йиғилип, муһиттики еғир булғиниш һәққидә наразилиқ намайиши өткүзгән.
2016-12-26
Мәлум болушичә, хитайниң “лявниң” намлиқ авиаматкиси 26-декабир күни филиппин билән тәйвән арилиқидики талаш-тартиш болуватқан сәзгүр су райониға үсүп киргән. Бу һал тәйвән, японийә қатарлиқ әлләрни җиддийләштүрүп, уларниң мәзкур су райониға болған сәзгүрлүкини йәниму ашурған.
2016-12-25
24-Декабир д у қ ниң мюнхендики баш шитабида 22-декабир истанбулда қаза қилған диний өлима абдулһәкимхан мәхсумһаҗимниң һаят паалийәтлири тонуштурулди.
2016-12-25
Йеқиндин буян хитайниң токйодики әлчиханиси уйғур ели һәққидә “тарихий пакит-шинҗаңдики милләтләр баравәрлики-иттипақлиқи вә тәрәққияти”намлиқ инглиз тилидики ақ ташлиқ китабни тарқитишқа башлиди.
2016-12-25
Йеқинда австралийиниң мелборн шәһиридә австралийәдики уйғур яшлириниң пулбол мусабиқиси өткүзүлгән болуп,“уйғур лоңқиси” ни талишиш дәп нам берилгән мәзкур мусабиқигә австралийәниң аделайд, мелборн,сидней вә башқа шәһәрлиридә яшайдиған уйғурлардин тәшкилләнгән путбол командилири қатнашқан.
2016-12-25
Йеқинда америкидики водров вилсон мәркизиниң соғуқ мунасивәтләр уруши дәвригә аит архиплири қатаридин орун алған совет иттипақи компартийиси мәркизи комитетиниң 1934-1949-йиллири арисидики уйғур дияриға аит сиясий қарарлириға мунасивәтлик һөҗҗәтләр тәркибигә совет иттипақи компартийиси мәркизи комитети сиясий бийоросиниң 1945-йили, 22-июн күнидики мәхсус “шинҗаң” һәққидики йиғин қарариниң рус тилидики копийиси вә инглизчә тәрҗимә нусхисини киргүзүлгән.
2016-12-25
25-Декабир күни русийәниң “ту-154” типлиқ бир һәрбий айропилани қара деңиз бойидики сочи шәһиридин учуп, анчә узун өтмәйла радардин йүтүп кәткән вә бу айропиланниң қара деңизға чүшүп кәткәнлики мәлум болған.
2016-12-24
Йеқиндин буян нами чиқишқа башлиған уйғур бокс маһири алим һошурниң 17-декабир күни шаңхәйдә өткүзүлгән хәлқара кәспий бокс мусабиқисидә һиндонезийәлик бокс чимпийони гейслерни йеңип чимпийон болғанлиқи мәлум.
2016-12-24
Австралийә муһаҗирәттики уйғур җамаити көпрәк олтурақлашқан дөләтләрниң бири. Бу әлгә 1970-йилларниң ахирилиридин буян түрлүк сәвәбләр билән вәтәнни тәрк әткән бир қисим уйғур вә башқа қериндаш түркий хәлқләр көчүп келип, тәдриҗий һалда өз җамаитини һасил қилған.