Архип
2010-04-26
Явропа бирлики ташқи ишлар министирлири дүшәнбә күни, қирғиз вақитлиқ һөкүмитини қанун билән идарә қилиш вә кишилик һоқуқни һөрмәт қилишқа чақирди.
2010-04-26
Уйғур елини 16 йил сориған ваң лечүән вәзиписидин қалдурулғандин кейин, нөвәттики уйғур аптоном район рәиси нур бәкриниңму алмаштурулидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2010-04-26
Хитай даирилири моңғул паалийәтчисини б д т да чақирилған йәрлик милләтләр сөһбәт йиғиниға барғузмиған вә бейҗиң айродромида қолға алғандин кейин униң из - дерики болмиған.
2010-04-25
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тибәт егизликидики чиңхәйниң йүшу районидики йәр тәврәш апитидин қутулдуруш хизмитиниң биринчи басқучи, йәни апәткә учриған адәмләрниң һаятини қутқузуш хизмити ахирлашқан.
2010-04-25
Хитай мәркизий комитети уйғур аптоном райони секретари ваң лечуәнни вәзиписидин қалдурушни қарар қилған бу күнләрдә уйғур елидики алий мәктәп оқуғучилири арисида милләтләр иттипақлиқи вә миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш тәрбийә һәрикити башланған.
2010-04-25
Хитай компартийиси мәркизий комитети сиясий бюроси шинҗаң мәсилиси бойичә йиғин чақирип, райондики мәсилиләрни музакирә қилиш билән бир вақитта йәнә уйғур аптоном райони коммунистик партийә комитетиниң секретари ваң лечуәнни вәзиписидин қалдуруп, уни мәркизий сиясий - қанун комитетиниң муавин секритарлиқиға йөткәш, униң орниға хунән өлкилик партийә комитетиниң секретари җаң чүншәнни қоюшни қарар қилғандин кейин, мәркизий комитети сиясий бюросиниң даимий һәйәт әзаси, муавин дөләт рәиси ши җинпиң, мәркизий комитет тәшкилат бөлүм башлиқи ли юәнтав қатарлиқлар үрүмчигә келип, бу һәқтә мәхсус йиғин чақирип, орунлаштуруш елип барған.
2010-04-25
Хитай компартийиси мәркизий комитети уйғур аптоном районида 16 йилдин буян әң алий һоқуқ сүрүп кәлгән, аптоном районлуқ партийә комитетиниң секретари ваң лечуәнни вәзиписидин қалдурғандин кейин, бу хәвәр чәтәлләрдики мәтбуатлардин орун алди шуниңдәк бир қисим инкаслар мәйданға чиқти.
2010-04-24
Хитайда даирилири уйғур елини 16 йилдин бери сорап кәлгән ваң лечүәнни вәзиписидин қалдурғанлиқини елан қилди. Бу һәқтики хәвәр шинхуа агентлиқида берилгән болуп, ваң лечүәнниң орниға хунән өлкисиниң партийә секретари җаң чүншйән сәпләнгән.
2010-04-24
Хитай йәрлик даирилири 22 - апрел үрүмчидики хәлқ мәйданида бир қисим нәшр буюмлирини көйдүрди. "Үрүмчи торда" хәвәрлиридә ашкарилинишичә, бу нөвәт көйдүрүлгән нәшр буюмлири 420 миң парчидин ашидикән. Хәвәрдә буларниң һәммиси "қанунсиз нәшр буюмлири" дәп көрситилгән.
2010-04-24
Шималий корийә даирилири шәнбә күни әгәр америка яки җәнуби корийә бастуруп кирсә ядро қораллирини ишқа салидиғанлиқини билдүргән.
2010-04-24
Шималий атлантик әһдә тәшкилати интернет бихәтәрлики мутәхәссислири кәлгүси уруш мәйдани - интернет уруши һәққидә муһакимә елип барған.
2010-04-23
Америкида тибәтчә, хитайчә вә инглизчә чиқидиған 'тибәткә нәзәр' журнилиниң 42 - санида елан қилинған 'дең шавпиң ханданлиқиниң чегра район сиясити' мавзулуқ мақалидә, мав зедуң тибәт, шәрқи түркистан, ички моңғулларда өзлириниң әслидики дөләт байриқини есишқа болиду, дәп җакарлиған икән.
2010-04-23
Шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғини естонийиниң пайтәхти талинда өткүзүлди. Пәйшәнбә күни башлиған мәзкур йиғинда һәрқайси дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири афғанистан мәсилиси һәққидә музакирә елип барди.
2010-04-23
2 - Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт илмий муһакимә йиғини ахирлашти. 25 Дөләттин 400 әтрапида, тарихчи, түрколог, археолог, әдәбиятчи, язғучи вә шаирлар қатнашқан йиғин 5 күн давам қилған болуп, йиғинниң йепилиш мурасимида измир әгә университети түрк дуняси тәтқиқат ениститути башлиқи профессор доктор фикрәт түркмән билән түркийә тил тәтқиқат идариси сабиқ башлиқи профессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласун сөз қилған.
2010-04-23
4 - Айниң 11 - күнидин 15 - күнигичә һиндонезийә пайтәхти җакартада дуня демократик һәрикитиниң 6 - нөвәтлик омумий йиғини чақирилди. Бу йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 600 дин артуқ вәкил қатнашқан болуп, уйғурларға вәкалитән д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди иштирак қилди.