Архип
2010-08-31
Америкиниң әң нопузлуқ нәшрият әпкарлиридин "вашингтон почтиси гезити" йәкшәнбә күни мақалә елан қилип, бу йил 7 - айда норвегийә бихәтәрлик даирилири тәрипидин қолға елинған норвегийилик уйғурлардин рашидин муһәммәт қатарлиқ 3 кишилик әлқаидә гуруһиниң һәрикитигә даир бәзи тәпсилатларни ашкарилиди.
2010-08-31
Бир қисим мәтбуатларда пакистан даирилириниң уйғур елиниң ташқорған қатарлиқ районлириға чегрилинидиған гелгит- балтистан районини хитайға өткүзүп бәргәнлики илгири сүрүлди. Һалбуки, бүгүн пакистан ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, гелгитниң хитайға өткүзүп берилгәнликини рәт қилди вә бу районидики хитайларниң пәқәт апәттин қутулдуруш үчүн йол ясаватқанлиқини көрсәтти.
2010-08-31
Йеңи оқуш мәвсуми башланди. Һөрмәтлик ата болғучи, балиңиз мәктәп босуғисидин атлашқа, йеңи бир муһитқа көнүшкә тәйярму? мәктәпкә бериш алдида балиңизда қандақ өзгиришләрниң болуватқанлиқи, балиңизниң немиләрни ойлап немиләрдин қорқуватқанлиқи вә немигә иккилиниватқанлиқини биләмсиз? сизчу? бу мәсилиләрни қандақ һәл қилишниң чарисини таптиңизму?
2010-08-31
"Вашингтон почтиси гезити"дә елан қилинған мақалиниң аптори керистия фриләнд бу йил язда йүз бәргән зор вәқәләрниң бириниң хитайниң дуняниң иккинчи чоң иқтисадий күчигә айлиниши икәнликини билдүриду.
2010-08-31
Канаданиң ванковер шәһиридики беританийә - колумбийә университетиниң профессори ерик марголисниң 'хитай билән һиндистан вә дуня уруши' намлиқ мақалисида, хитай билән һиндистан оттурисидики һазирқидәк кичик сүркилишләрдин дуня уруши келип чиқиш еһтималлиқи көрситилгән.
2010-08-31
2010 - Йили дуня чемпийонлуқ васкитбол мусабиқиси түркийидә давамлашмақта. 8 - Айниң 28 - күни хитай васкитбол командиси мусабиқигә чүшүштин бурун, әнқәрә пойиз истансисиниң алдидики арәна тәнтәрбийә сарийиниң алдида намайиш өткүзүлди.
2010-08-31
25 - Авғуст күни қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийити йиғин өткүзүп, 10 - өктәбирдики парламент намзатлири сайлими вә башқа мәсилиләрни музакирә қилған.
2010-08-31
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң 12 - бәш йиллиқ пилан мәзгилидә районға гәнсу вә хенән қатарлиқ хитай өлкилиридин йәнә бир түркүм йеңи хитай көчмәнлирини йөткәп келиватқанлиқи ашкариланмақта. Мәлум болушичә, бу хил йөткәш райондики ишләпчиқириш қурулуш девизийисини мәркәз қилған һалда елип берилған.
2010-08-31
Тәбиәтниң өзидә йәнә тәбиәттәк тәбиий яшап кәлгән шаяр хәлқи немә күнләргә дучар болди? "тәңритағ" тор битидә 8 - айниң 15 - күни елан қилинған "шаяр аптоном районимиздики тоқумичилиқ чоң наһийисигә айланди" мавзулуқ хәвәрдә: "даңлиқ тоқумичилиқ карханилириниң шаяр наһийисигә арқа - арқидин маканлишишиға әгишип, шаярниң санаәт әндизисидә өзгириш болуп, аптоном районимизда бирдин - бир пахта ишләпчиқиришта күчлүк наһийидин тоқумичилиқ санаитидиму чоң наһийигә айланди" дейилди.
2010-08-31
Йәрлик аһалиләрдин бириниң инкас қилишичә, ғулҗа шәһириниң пәнҗим йезилиқ сақчиханисида, алдинқи һәптә 2 данә тапанча вә 50 пай оқ йүтүп кетиш вәқәси йүз бәргән.
2010-08-31
Қәшқәр һөкүмәт ториниң хәвәр қилишичә, қәшқәр пидагогика институти мәхсус "төтни тонуш" тәшвиқат гурупписи тәшкилләп, тоққузақ наһийисидә лексийә уюштурған.
2010-08-31
Хитайчә яшин ториниң хәвәр қилишичә, хитай җ х тармақлири ақсудики партлаш вәқәсини қол телефон учури арқилиқ җәмийәткә тарқатқан 2 нәпәр хитайни иғвагәрчилик билән әйибләп, уларға айрим-айрим һалда 7 вә 4 күнлүк тутуп туруш җазаси бәргән.
2010-08-31
Хитайниң мәмликәт бойичә шинҗаңдики хусусий карханиларға ярдәм бериш йиғини түнүгүн үрүмчидә ечилған. Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүлүшичә, йиғинда хитайниң гуаңдуң, фуҗйән, җяңсу вә шәндуң қатарлиқ өлкилиридики бир түркүм сода - санаәтчиләр өз - ара учраштурулған вә дөләтниң қурулуш пиланлири тонуштурулған.
2010-08-31
Ройтирес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, түнүгүн кәчтә беларусийә пайтәхти минск шәһиридики русийә әлчиханиси намәлум кишиләрниң һуҗумиға учриған. Вәқәдә һуҗумчи әлчиханиға қаритип икки данә бомба ташлиған.
2010-08-30
Мушу айниң 19 - күни, ақсуда чарлаш сақчилириға қарита елип берилған партлитиш характерлик һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, уйғур елиниң һәр қайси җайлирида бихәтәрлик тәдбирлири йәниму күчәйтилгән. Мәһәллиләрдә аманлиқ сақлаш хадимлири көпәйтилгән.