Архип
2008-12-15
Португалийә һөкүмити йеқинда явропа иттипақиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириға хәт йезип, гуантанамодики дөлитигә қайталмайдиған тутқунларни явропа әллиригә қобул қилиш, америкиниң гуантанамо лагерини тақишиға ярдәмдә болушни тәклип қилған иди.
2008-12-15
Хитайниң қәшқәр вилайәтлик партком сиясий - қанун комитетиниң муқимлиқни сақлаш ишханиси йеқинда сақчи, малийә, саяһәт қатарлиқ һәр қайси тармақларға чүшүргән "һазир җәмийәтниң муқимлиқиға тәсир йәткүзүватқан алаһидә мәсилиләрни тәкшүрүш һәққидә уқтуруш" дегән һөҗҗитидә, һәр қайси тармақларға 'муқимлиқ'қа тәсир йәткүзүдиған һәр қандақ юшурун амилларни өз даирисидә тәкшүрүп тепип, уни йоқ қилишни орунлаштурған.
2008-12-15
"Әгәр җуңго растинла 56 милләтниң чоң аилиси болса, бу аилиниң әзалири чоқум баравәр болуши керәк. Әпсуски җуңгода милләтләр баравәр әмәс; шинҗаңда вәзийәт техиму шундақ."
2008-12-15
Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабида йәнә қәшқәрниң төмүр ели тәрипидин азад қилинғандин кейин йүз бәргән бир қатар вәқәләрни язиду.
2008-12-15
Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабида йәнә қәшқәрниң төмүр ели тәрипидин азад қилинғандин кейин йүз бәргән бир қатар вәқәләрни язиду.
2008-12-15
Өткәнки программимизда түркийә тил тәтқиқат идариси сабиқ башлиқи ғази университети оқутқучиси түрколог проф. Др. Ахмәт биҗан әрҗиласунниң 11 - айниң 12 - күни әнқәрәдә өткүзүлгән `мәһмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән мәһмут қәшқири вә уйғурлар` мавзулуқ илмий муһакимә йиғинида қилған сөзини аңлатқан идуқ.
2008-12-15
Алдинқи һәптә шветсийә телевизийисидә гуантанамо түрмисисдин қоюп берилип албанийигә орунлаштурулған,һазир шветсийә һөкүмитидин панаһлиқ тиләп туруватқан адилниң панаһлиқ илтимаси һәққидә муназирә болуп өтти.
2008-12-15
Чәтәлдики уйғур сиясий паалийәтчилирила әмәс, адәттики бир уйғурму, " шинҗаң " дегән бу нам тәләппуз қилинса, қуйқа чечи тик болуп, сәпрайи өрләйду, чүнки уларниң нәзиридә шәрқий түркистанни " шинҗаң " дәп тәләппуз қилиш, вәтән - милләткә қилинған әң чоң хиянәт вә хаинлиқтин ибарәт.
2008-12-15
Уйғур елиниң җуңғар ойманлиқидин йәнә зор көләмлик тәбиий газлиқ байқалған болуп, тәңритағ ториниң көрситишичә, мәзкур газлиқтин нөвәттә байқалған тәбиий газ йүз милярд куб метирдин көп, омумий запас миқдари 200 милярд куп метир икән.
2008-12-15
14 - Декабир йәкшәнбә күни түркмәнистанда парламент сайлими елип берилған болуп, гәрчә сайламда қарши пикирдики намзатларға орун берилмигән болсиму, ғәрб мәтбуатлирида бу түркмәнистанниң демократик ислаһат елип бериштики муһим қәдими дәп сүрәтләнмәктә.
2008-12-15
15 - Декабир дүшәнбә күни, 10 дөләттин тәркип тапқан шәрқий җәнуби асия әллири бирлики, явропа иттипақи шәклидики бир иқтисадий, сиясий вә иҗтимаий гәвдә қуруп чиқиш ғайисини әмәлгә ашуруш үчүн, һиндонезийә пайтәхти җакартаға йиғилди.
2008-12-15
Русийә өзиниң ядро йеқилғулуқ суасти һәрбий парахотлирини һиндистанға бир нәччә йил иҗаригә беридиғанлиқини уқтурған болуп, ройтерсниң русийидә чиқидиған итат - тасс ахбаратидин нәқил елип көрситилишичә, бу хил иҗаригә бериш келишими русийә һөкүмәт органлири тәрипидин ашкариланған.
2008-12-15
Өткән һәптә, ақсу вилайити бу йиллиқ һейт - байрам мәзгилидики муқимлиқни қоғдаш хизмәт орунлаштуруши елип барған болуп, буниңда йәнә "үч хил күчләр" гә қаттиқ зәрбә беришни давамлаштуруш алаһидә салмақни игилигән.
2008-12-12
1985 - Йили 12 - декабир партлиған, онларчә алий мәктәптин 15 миңға йеқин оқуғучи яшлар қатнашқан, тәртиплик, тинч йол билән елип берилған бу зор көләмлик оқуғучи яшлар һәрикитини, уйғур дияри йеқинқи заман тарихидики демократик күрәшниң башлиниш нуқтиси шундақла йеңи бир миллий ойғинишниң чоқан кәби ипадилиниши дәп ейтишқа болатти.
2008-12-12
Мәркизи милләт университетиниң оқутқучиси, " уйғурлар сәптә " намлиқ тор бетиниң башқурғучиси, иқтисадшунас илһам тохти әпәнди, өткән айниң 20 - күни явропа иттипақиниң бейҗиңдики вакаләтханисида уйғур мәсилиси һәққидә ликсийә сөзлигән.