Архип
2008-12-12
Йеқинда хитайда язғучилар, алимлар вә адвокатлардин 300 дин артуқ адәм 'икки миң сәккизинчи йил хатириси' дәп аталған асасий қанун ролини ойнайдиған бир һөҗҗәтни лайиһиләп, имза қоюп пүтүн мәмликәткә тарқатқан иди.
2008-12-12
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди йетәкчиликидә, алмутадики уйғур җамаити 10 - декабир күни җәм болуп, дуня инсан һәқлири күнини хатириләш паалийити елип барған.
2008-12-12
Хитай дөләт рәиси ху җинтав алдинқи күни бейҗиңда чақирилған кишилик һоқуқ мәсилисигә аит бир йиғинға хәт йезип, хитайниң кишилик һоқуқни илгири сүридиғанлиқини, бу саһәдә хәлқара җәмийәт билән һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән.
2008-12-12
Б д т ниң баш катипи бан ки мун җүмә күни хитайни сүргүндики тибәт роһани даһийси далай ламаниң вәкиллири билән давамлиқ сөзлишишкә чақирди.
2008-12-12
Америкиниң бир дипломатик әмәлдари, америка портигалийиниң явропа иттипақиға бәргән гүәнтанамодики бир қисим тутқунларни явропа әллиригә қобул қилип, америкиниң мәзкур аралдики тутқунлар лагирини тақишиға ярдәм қилиш тәклипини қарши алидиғанлиқини билдүрди.
2008-12-12
Хитай билән һиндистанниң 6 - декабир күни башлинип 14 - декабирға қәдәр давамлишидиған террорлуққа қарши бирләшмә маневири ахирқи басқучқа киргән.
2008-12-12
Тәйвән әдлийә министирлиқи тәптиш идарисиниң алаһидә тәкшүрүш өмики җүмә күни сабиқ тәйвән президенти чен шүйбйән вә униң аилә тавабатини өз ичигә алған 14 кишини рәсмий җавабкарлиққа тартишни қарар қилғанлиқини җакарлап, чен шүйбйән қатарлиқларниң хиянәтчилик, сахтипәзлик вә пул қачақчилиқиға қарши туруш қануниға хилаплиқ қилиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинидиғанлиқини елан қилди.
2008-12-12
Йеқинда, франсийә президенти саркозийниң явропа иттипақи рәислики салаһити билән далай ламани полшада қобул қилиши, тибәт мәсилисиниң техиму илгирилигән һалда хәлқаралишишиға сәвәп болғанлиқини тәкитлигән обзорчимиз сидиқ һаҗи рози әпәнди, тибәт мәсилиси вә хитайниң тибәт мәсилисидә тутқан позитсийиси үстидә әтраплиқ тохтилиду.
2008-12-12
Хитайчә " шинҗаң " дегән бу сөзни уйғурчиға әйнән тәрҗимә қилсақ, " йеңи чегра " дегән мәнини билдүриду. Хитай һакимийити болса бу аталғуни, " йеңидин қошувелинған земин " дәп изаһлап кәлмәктә.
2008-12-11
Һазир хәлқарада мәшһур зиялийлар, тәтқиқатчилар вә профессорларниң хитайдики һазирқи риал мәсилиләргә асасән, оттуз йиллиқ ислаһатниң нәтиҗиси немә? хәлқ алидиған савақ немә? хитайда буниңдин кейин қандақ өзгириш болиду? дегән темилар буйичә елип бериватқан мулаһизилири, мәсилиләр буйичә қилишиватқан бәс - муназирилири давамлишиватиду.
2008-12-11
12 - Айниң 10 - күни хәлқара инсан һәқлири омуми баяннамиси елан қилинғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш мунасивити билән германийә уйғурлириму һәр қайси әлләрдики уйғурларға охшаш хитай зулмиға қарши идийилирини ипадиләп, хитайниң миюнхендики консулханиси алдида намайиш елип барди.
2008-12-11
Дүшәнбә күни әтигәндә хитайниң икки чарлиғучи парахоти шәрқи деңиздики сәнкаку арилида 9 саәт чарлаш елип барған. Игилик һоқуқи хитай, японийә, тәйвән арисида талишилип келиватқан бу арал тәрәпләр арисида йәнә бир қетимлиқ кризисқа сәвәб болмақта.
2008-12-11
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән - маарип комитети 2008 - йилини мәхмут қәшқири йили елан қилғандин кейин, дуняниң һәр қайси җайлирида мәхмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән мәхмут қәшқири вә түркий тиллар дивани һәққидә илмий муһакимә йиғинлири вә һәр хил хатириләш паалийәтлири өткүзүлмәктә.
2008-12-11
Қирғизистанниң пайтәхти бишкәк шәһиридә, уйғур иттипақ җәмийитиниң тәшкиллиши билән 11 - әсирдә өткән бүйүк уйғур алими мәһмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.