Архип
2008-12-11
Америка ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, дуня омуми кишилик һоқуқ әһдинамиси елан қилинғанлиқиниң 60 йиллиқ хатирә күнидин бурун, хитайда кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң тутқун қилинғанлиқиға даир хәвәрләрдин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
2008-12-11
Франсийә президенти николас саркозий өткән шәнбә күни тибәт роһани даһиси далай лама билән полшада көрүшүп узун өтмәй, франсийиниң бейҗиңдики баш әлчиханисиниң тор бекити хитай хакирлириниң һуҗумиға учриған.
2008-12-11
Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни хитайниң тән җазасиға қарши туридиғанлиқини әскәртип, лекин тибәт тәшкилатлириниң тән җазасиниң тибәттә омумйүзлүк йолға қоюлуватқанлиқиға даир чаршәнбә күни елан қилған доклатини гуманлиқ дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
2008-12-11
Мәркизи америкиниң вашингтон шәһиридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши пәйшәнбә күни, " б д т ниң йәрлик милләтләр һоқуқи хитабнамиси вә шәрқий түркистандики уйғурларниң йәрлик милләтлик һоқуқи" дегән мавзуда доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики уйғур һаятиниң һәр бир саһәсидә давам қиливатқанлиқини билдүрди.
2008-12-11
Б д т ниң хәвпсизлик кеңиши 1267 номурлуқ қарар мақуллап, пакистанни база қилған җамаәт - уд дава тәшкилати вә униң 4 нәпәр рәһбирини террорчи тәшкилат вә шәхсләр тизимликигә киргүзгән.
2008-12-11
Америка уйғур бирләшмиси қармиқидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, йәни UHRP, хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән, хитай һөкүмити тәрипидин дәпсәндә қилиниватқан уйғур кишилик һоқуқлириниң нөвәттики әһвали һәққидә тәпсилий бир доклат тәйярлап елан қилди.
2008-12-11
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин елан қилинғиниға 60 йил болған, " дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси "да һәр қандақ инсанниң мәйли у аял болсун, әр болсун, мәйли у қандақ ирқ вә милләткә тәвә болсун, мәйли қайси тилида сөзлисун вә яки қайси дөләт вә районға тәвә болсун, һәммисиниң бирдәк баравәр һоқуқ һәм әркинликтин бәһриман болуш һәм өзиниң һәқ - һоқуқ мәнпәәтини һәтта ғурурини қоғдашқа һоқуқлуқ икәнлики әскәртилгән маддилар бар.
2008-12-10
Буниңдин 60 йил бурунқи бүгүнки күндә, йәни 1948 - йили 10 - декабир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза дөләтләр тәрипидин бирликтә хәлқара инсан һәқлири хитабнамиси елан қилинди, бу хитабнаминиң елан қилинғанлиқи, кишилик һоқуқниң қанун арқилиқ қоғдилиштәк йүксәк орунға көтүрүлгәнликини көрситип бәрди.
2008-12-10
Дуня инсан һәқлири күниниң 60 йиллиқи мунасивити билән истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан иҗтимаий тәшкилатлардин, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати қатарлиқ аммиви тәшкилатлар " шәрқий түркистан инсан һәқлири мунбири" нами астида бир йәргә җәм болуп, бирликтә, 2008 - йили 12 - айниң 10 - күни истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш паалийити елип барди.
2008-12-10
12 - Айниң10 - күни дуняви кишилик һоқуқ хатирә күнидур. Инсанларниң асаси кишилик һоқуқлирини қоғдашни мәхсәт қилған кишилик һоқуқ хитабнамиси бирләшкән дөләтләр тәшкилати йиғини тәрипидин 1948 - йили 12 - айниң 10 - күни мақулланған иди.
2008-12-10
Бүгүн 10 - декабир дуня инсан һәқлири күни һәм бүгүн шиветсийә хан җәмәти пәнләр академийиси тәрипидин нобил мукапатиға еришкүчиләргә һәшәмәтлик мурасим уюштуруп нобел мукапати тарқитип берилидиған күн.
2008-12-10
Сәндуң өлкисидики чиңдав сақчилириниң 30" - ноябир оқуғучи уруш вәқәси" дә таяқ йигән җуңго нефит университетиниң чиңдавдики хуаңдав шөбә мәктипидә оқуйдиған 2008 - йиллиқтики уйғур оқуғучилар, мәктәп даирилириниң вәқәни бир тәрәп қилип беришини күтмәктә.
2008-12-10
Уйғур илидики яшларниң дәсләп зәһәрлик чекимликкә өгинип қелип, кейин сақаймас кесәл әйдизгә гириптар болуши сәвәбидин нурғунлиған аилиләр вәйран болмақта.
2008-12-10
Қазақистан уйғур мусапирлирини қобул қилидиған, уларға қануни йоллар билән яшаш имканийити беридиған дөләт болмисиму, лекин қанунсиз яки түрлүк йоллар билән яшайдиған уйғур мусапирлириниң сани хели бар.
2008-12-10
'Шинҗаң гезити' ваң лечүәнниң 12 - айниң 8 - күни бир чоң зияпәттә қилған сөзини ваң лечүәнниң қурбан һейтини тәбрикләш сөзи дәп хәвәр қилди.