Архип
2008-12-23
Кейинки йиллардин буян хитай өлкилиридә иқтисади кирим вә турмуш сәвийиси җәһәттә, шәһәрләр билән йезилар оттурисидики пәрқниң зорийип бериши, хитай деһқанлириниң һөкүмәткә болған наразилиқлириниң күчийишигә сәвәбчи болған, йезиларда көп қетим һакимийәтниң адаләтсиз сияситигә қарши исянлар мәйданға кәлгән иди.
2008-12-23
Бу йил 12 - айниң 1 - күни сичүәндики йәр тәврәштә пәрзәнтлири өлгән ата - анилардин 60 киши, сичүән өлкисиниң деяң оттура сот мәһкимисигә әрз сунған иди.
2008-12-23
Португалийә өткән һәптә явропа иттипақидики дөләтләрниң гуантанамодики мәһбусларға панаһлиқ бериш арқилиқ америкиниң гуантанамо түрмисини тақишиға ярдәмлишишини оттуриға қойғандин кейин, түнүгүн германийә әгәр америка гуантанамо түрмисини тақиса, вәтинигә қайталмайдиған уйғур мәһбусларни қобул қилишни ойлишидиғанлиқини билдүргән иди.
2008-12-23
Түнүгүн дунядики бирқисим нобил мукапатиниң саһиплири вә хитай ишлири тәтқиқатчилири хитай президенти ху җинтавға очуқ хәт йезип сиясий тутқун, профессор лю шавбони шәртсиз вә дәрһал қоюп беришни тәләп қилди.
2008-12-22
Америкиниң тексас штатидики диний әркинлик паалийити билән шуғуллинидиған бир диний җәмийәт йеқинда чақириқнамә елан қилип, хәлқара җәмийәтни қәшқәрдики бир түрмә вә әмгәк билән өзгәртиш лагерида тутуп турулуватқан икки уйғур христиан муритини қоюп бериш тоғрисида хитайға бесим ишлитишкә чақирған иди.
2008-12-22
Америкидики уйғур алими әркин сидиқ әпәндиниң қош тиллиқ маарип һәққидә йәни " балиларға башланғуч мәктәптә ана тилни алдида өгитиш зөрүрлүкиниң илмий асаслири " дегән темидики мақалиси " мәрипәт " тор мәйданида һәмдә бир қисим уйғурчә тор мәйданлирида елан қилинған.
2008-12-22
Уйғур елидики һөкүмәт вә коммунистик партийә даирилири даим дегүдәк уйғур аптоном районида милләтләр иттипақлиқиниң изчил яхши икәнлики, бу йәрдә һечқандақ миллий зиддийәт вә миллий мәсилиниң мәвҗут әмәсликини тәкитләп кәлмәктә, буниң әксичә уйғур қатарлиқ милләтләрниң кәмситилишкә учраватқанлиқи, уларниң кишилик вә сиясий һоқуқлириниң дәхли - тәрүзгә учраш әһвалиниң күнсайин еғирлишип кетиватқанлиқини тәнқид қиливатқан уйғур тәшкилатлири вә шәхислирини болса миллий бөлгүнчилик һәтта террорчилиқ билән әйиблимәктә.
2008-12-22
Мушу айниң бешида, хитайдики бир түркүм мәшһур зиялийлар, адвокатлар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири бирликтә , хитайниң демократийилишишини оттуриға қойған бир чақириқнамә елан қилған иди.
2008-12-22
Йеқинда егилигән учурларға қариғанда, хитай һөкүмити уйғур елидә елип бериватқан " үч хил күчләргә зәрбә бериш һәрикити" җәрянида нурғунлиған бигунаһ уйғур яшлирини тутқун қилған.
2008-12-22
Д у қ ниң йолйоруқи буйичә 2008 - йили ахирлишип 2009 - йили кирәй дәп қалған бүгүнки күндә йәни 22 - декабирда түркийиниң ғәрбий шималиға җайлашқан яврупа билән асия қитәсини бир - биридин айрип туридиған чанаққәлә вилайитидә әтигәндин ахшамғичә `шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни` темисида доклат бериш паалийити өткүзүлгәндин башқа, муһим учришишлар елип берилған.
2008-12-22
2008 - Йили 20 - декабир күни, явропа - асия түрк җәмийәтлири бирләшмиси тәрипидин "түрк дунясида инсан һәқлири дәпсәндичилики" дегән темида йиғин өткүзүлди.
2008-12-22
Хитай һөкүмити йеқинда, илгири һөкүмәтсиз тәшкилатлар үчүн хизмәт қилған икки нәпәр тибәткә муддәтсиз қамақ җазаси бәргән болуп, ройтерста көрситилишичә, мәзкур тибәтләргә тибәтниң нөвәттики әһвалини сиртқи дуняға ашкарилиған дегән җинайәт артилған.
2008-12-22
Германийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ вәкили йеңи сайланған америка президенти барак обаманиң гуантанамо һәрбий түрмисини тақаш пилани һәққидә тохтилип германийә һөкүмитини мәзкур һәрбий түрмидә йетиватқан 17 нәпәр уйғурни қобул қилишқа чақирди.
2008-12-22
Хебей өлкиси бавдиңнән шәһәрлик һөкүмити адәм чиқирип өз тәвәликидики нәндайүән йезисиға бастуруп кирип деһқанларниң терилғу йәрлирини мәҗбурий игилигән болуп, нәтиҗидә деһқанлар билән бастуруп киргүчиләр арисида тоқунуш йүз бәргән.
2008-12-22
Уйғур елидә йәрлик хитай һөкүмити һейт - байрам вә йеңи йил мәзгилидики җәмийәт муқимлиқини қоғдашни баһанә қилип уйғур елиниң һәр қайси җайлирида "ақма нопусни башқурушни күчәйтиш" қатарлиқ чәкләш тәдбирлирини алған.