Архип
2008-10-21
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 21 - өктәбир бейҗиң вақти саәт 10да мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, иккинчи түркүмдә бекиткән шәрқи түркистан террорчилар тизимликини рәсмий елан қилди.
2008-10-21
Уйғур аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң дүшәнбә күни чүштин кейин елан қилған статистикисидин мәлум болушичә, пүтүн уйғур елидә һазирға қәдәр 91 миң 694 бовақниң хитайда ишләнгән зәһәрлик бовақлар сүт парашоклири билән озуқлиниватқан икән.
2008-10-21
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим сәйшәнбә күни North Caroline шималий королайна шитатидики Davidson College университетиға йетип кәлди.
2008-10-21
20 - Өктәбир дүшәнбә күни кәчқурун, америка әрзийәт соти америка һөкүмитиниң гуәнтанамо түрмисидики 17 нәпәр уйғур тутқунларни америка туприқиға қоюп бериш қарари үстидин өз мәһкимисигә сунған әрзини қобул қилип, уйғур тутқунлириниң дәрһал қоюп берилишини вақтинчә тохтитип қойди.
2008-10-20
Японийиниң җәнубидики кагошима хәлқара университетида оқуп, докторлуқ унваниға еришкән қутлуқ қадир 16 - өктәбир күни мәзкур университетта " мәһмуд қәшқәри вә тунҗи уйғур дуня хәритиси" мавзулуқ илмий доклат бериш паалийити өткүзди.
2008-10-20
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң 60 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән 10 - айниң 19 - күни америка калифорнийә штатиниң сенйего шәһиридә 12 дөләттин кәлгән 700 дин артуқ кишилик һоқуқ җәңчилири бир чоң паалийәт өткүзди.
2008-10-20
Уйғур районлуқ партком секритари ваң лечүән үч хил күчләргә қарши һәрикәтни һаят - маматлиқ күрәш дәп атиғандин кейин, рәис нур бәкри исламий саһәни үч хил күчләргә қарши һәрикәтниң алдинқи сепи дәп көрсәткән вә уйғур районида диний саһәгә қарита бир қатар чәклимиләрни йолға қойған иди.
2008-10-20
Хитай бейҗиң олимпик йиғини мунасивити билән чиқарған "чәтәллик мухбирларниң хитайдики ахбарат хизмәт қаидиси"гә даир бәлгилимә әткәс болушқа аз қалғанда, мәзкур бәлгилиминиң узартилғанлиқини җакарлиди.
2008-10-20
Америка уйғур бирләшмисиниң сабиқ рәиси, адвокат нури түркәл әпәнди йеқинда америкидики West Point университетида , һәрбий офитсер вә оқуғучиларға америка - хитай мунасивити шуниңдәк уйғур даваси һәққидә мәхсус нутуқ сөзлигән.
2008-10-20
Шәрқий түркистандики хитай көчмәнлириниң икки " дөләт байрими " бар, бири, хитай хәлқ җумһурийити қурулған 1 - өктәбир. Йәнә бири болса хитай көчмәнлириниң шәрқий түркистандики мустәқил ханданлиқи һесабланған биңтүән қурулған 7 - өктәбир.
2008-10-20
Дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди, д у қ ниң японийидики вәкили, японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәхмут әпәндиләр японийиниң токйо шәһридики такусоок университетида өткүзүлгән хәлқаралиқ йиғинға қатнашти.
2008-10-20
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи уқтуруш чиқирип, 21 - өктәбир әтигән саәт 10да террорчиларниң 2 - қетимлиқ тизимлики һәққидә ахбарат елан қилиш йиғини ачидиғанлиқини билдүргән болуп, шинхуа ахбаратида көрситилишичә, мәзкур йиғин бейҗиңдики асия меһманханисиниң йиғин залида ечилидикән.
2008-10-20
Хитайда йәнә тарқалған юқумлуқ балилар кесәлликидә үч бовақ өлгән болуп, хитай ахбаратлирида хәвәр қилинишичә, пут - қол, еғиз - бурун кесәллики дәп атилидиған мәзкур вирус хитайниң фуҗйән өлкисидә ямрашқа башлиған.
2008-10-20
19 - Өктәбир йәкшәнбә күни, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң 60 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән ечилған хатирә йиғиниға тәклип билән қатнашти вә уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә тонуштуруш бәрди.
2008-10-20
Хитайда ишләнгән хитай тебабәт дорисидин риаксийәлинип бир бовақ өлгән болуп, франсийә агентлиқида хәвәр қилинишичә, хитай һөкүмәт тармақлири 19 - өктәбир телефон йиғини чақирип бу һадисини йәрлик әмәлдарларға уқтуруш қилған.