Архип
2008-10-17
Әркин асия радиосиниң обзорчиси лю шавҗу әпәнди "пул - муамилә кризиси җуңгоға қачан йитип келиду?" мавзулуқ мақалисини мундақ давамлаштурди: бәлким келәр йили, бәлким бир йил өткәндин кейин... Пул - муамилә кризиси худди хәлқара пойизға охшайду, бу пойиз 1997 - йили асиядин йолға чиқип русийигә, андин җәнубий америка қитәсигә йитип кәлгән.
2008-10-17
Бу йилға қәдәр 1450 нәпәр өзбекистан пуқраси адәм бедикчиликиниң қурбаниға айланған болуп, франсийә агентлиқиниң 17 - өктәбир елан қилған доклаттин нәқил елип көрситишичә, буларниң арисида мәдикар әрләр вә җинсий қуллуққа сетиветилгән аялларму бар икән.
2008-10-17
Дуня иқтисадидики төвәнләшкә әгишип америка оюнчуқ ширкәтлири қармиқидики хитай ширкәтлири қийин әһвалға чүшүп қалған болуп, буниңға әгишип бу завутлар ишчи бошитишқа башлиған.
2008-10-17
Бүгүн хитайниң олимпик учун бәргән ахбарат әркинликиниң сүрүки тошқан болуп, шуниңға әгишип хитайда торханиға кириш барғанчә қийинлаштурулған.
2008-10-17
16 - Өктәбир пәйшәнбә күни, америка йемәк - ичмәк вә дора - дәрмәк башқуруш идариси хитайдин импорт қилинидиған йемәклик мәһсулатлириниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш учун хитайда бир ишхана тәсис қилидиғанлиқини ашкарилиған болуп, мәлум болушичә, мәзкур ишхана америкиниң чәтәлләрдә ачқан шу хилдики тунҗи ишханиси болуп һесаблинидикән.
2008-10-16
Хитайда йеқинқи 10 йил ичидә өй - мүлүк базирида касатчилиқ йүз бәрмигән; әмма пат арида йүз бериш еһтималлиқидин аламәтләр көрүлгән. Бу вәзийәтниң буниңдин кейин хитай иқтисадиға һәтта дуня иқтисадиға еғир тәсир көрситидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.
2008-10-16
Һәр қандақ бир хәлқ өзиниң қәһриман оғул - қизлирини сөйиду, әсләйду вә бешида көтүриду. Зулумға қарши турушта өзиниң һаятини қурбан қилиштин қилчә иккиләнмәй өлүмгә тәвәккүл қилған шәхисләр хәлқ тәрипидин әң сөйүлгән шәхсләрдур. Ундақ шәхсләр тарих сәһиписигә алтун һәл билән йезилиду.
2008-10-16
Гуәнтанамо уйғур мәһбуслири мәсилиси америка һөкүмәт тармақлири арисида ихтилап пәйда қилғанлиқи мәлум болуп, нюйорк вақит гезитидә бу һәқтә берилгән бир парчә мақалидә көрситилишичә, шу сәвәбидин бир нәпәр америка дипломати, гуәнтанамо уйғурлириға мунасивәтлик хәлқаралиқ дипломатийә сәпирини бикар қилишқа мәҗбур болған.
2008-10-16
Хитай һөкүмити 2008 - йили 1 - айниң 1 - күнидин башлап, хитайдики чәтәллик мухбирларниң олимпик мәзгилидә ахбарат хизмити билән шуғуллиниш қаидисини елан қилған иди. Мәзкур қаидиниң вақит чәклимиси әтә йәни 17 - өктәбир күни толиду.
2008-10-16
Америкида мушу йилниң бешидин етибарән давамлишиватқан президент сайлимида кимниң ғәлибә қилғанлиқи 11 - айниң 4 - күни мәлум болиду, мушу ахирқи күнгә 19 күн қалғанда, йәни 10 айниң 15 - күни кәчтә, нюйорк шәһириниң лоң айланд арилидики хофстра университетида демократлар партийисиниң президент кандидати барак обама билән җумһурийәтчиләр партийисиниң президент кандидати җоһн миккейин оттурисида әң ахирқи қетимлиқ муназирә болуп өтти.
2008-10-16
1991 - Йили совет иттипақи парчиланғандин кейин көп санда түркий милләтләр мустәқиллиққа еришти. Бу түркий милләтләр мустәқил болғандин кейин түркий милләтләр арисидики сиясий, иқтисадий вә мәдәний мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш үчүн көп санда аммиви тәшкилатлар қурулди.
2008-10-16
Йеқинда қирғизистанниң бишкәк қатарлиқ җайлирида сайлам паалийәтлири елип берилған болуп, бишкәк шәһәрлик мәҗлискә бир қанчә нәпәр уйғур өзини намзатлиққа көрсәткән.
2008-10-16
Биз "ақ алвасти" дәп атаватқан зәһәрлик чекимликниң нәқәдәр хәтәрлик бир балайи апәт икәнликини һәммә яхши билип йәтмәктә. Һәрким униңдин йирақ турушни халайду. Һечким уни истемал қилишқа көнүп қелишни яқтурмайду. Пәқәт бәзи кишиләр адимий шәйтанларниң һәр түрлүк тозақлири түпәйли билмәстин бу туяқ йолға кирип қалиду.
2008-10-16
Америкида чиқидиған нюйорк вақти гезитиниң 16 - өктәбир күни гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбуслар һәққидә елан қилған бир мақалисидә ейтилишичә, президент буш һөкүмитиниң гүәнтанамода тутуп турулуватқан 17 нәпәр уйғур мәһбусни үчинчи бир дөләткә орунлаштуруш һәрикити, һөкүмәт ичидә оттуриға чиққан муназириләр сәвәбидин тохтап қалған.